Чин шүйбйән " бир дөләт , икки хил түзүм" ни рәт қилди


2005.04.28

Тәйвәндики өктичи гоминдаң партийисиниң рәһбири лйән җән хитайни зиярәт қиливатқан бир пәйттә, тәйвән президенти чин шүйбйән тәйбейдә баянат елан қилип, хитай оттуриға қойиватқан "бир дөләттә икки хил түзүм" шәкли билән бирликкә келишни рәт қилди.

Чин шүйбйән сөзидә, "икки қирғақ оттурисидики әң чоң ихтилап, сиясий ихтилап болмастин, бәлки демократик түзүм вә турмуш усули җәһәттики пәрқ. Әгәр хитай чоң қуруқлиқи демократик сайлам түзүмини йүргүзмисә, армийини дөләтниң башқурулушиға өткүзмисә, хәлқниң сөз вә диний әркинликигә толуқ капаләт қилмиса, икки қирғақ сиясий җәһәттин бирлишәлмәйду" -деди.

У йәнә хитайниң хоңкоң вә макавни қайтуривелишта оттуриға қойған " бир дөләттә икки хил түзүм" сияситини тәнқид қилип, буниң пәқәт ялған, қуруқ сөз икәнликини билдүрди.

Ройтирис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тәйвән гоминдаң партийисиниң рәһбири лйән җән пәйшәнбә күни бейҗиңға йитип кәлгән болуп, у җүмә күни икки қирғақ мунасивитини яхшилаш мәсилисидә хитай дөләт рәиси ху җинтав билән сөһбәт өткүзиду. Анализчилар, уларниң сөһбитиниң смовол характерлик рол ойнайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Буниң алдида, тәйвән президенти чин шүйбйән лйән җәнниң хитай зияритигә яхши тиләклирини билдүргән. Бирақ, уни һөкүмәт ишлириға арилашмаслиқ һәққидә агаһландурған иди.

Бу арида, америка һөкүмити баянат елан қилип, тәйвән өктичи партийә рәһбири лйән җән билән ху җинтавниң сөһбәт өткүзүшни қарши алидиғанлиқини билдүрди. Шундақла хитай һөкүмитини тәйвән президенти чин шүйбйән билән бивастә сөһбәт елип беришқа чақирди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.