Тәйвән президенти чин шүйбйән, хитай совет иттипақиға охшаш гумран болиду, деди
2005.07.26
Тәйвән президенти чин шүйбйән сәйшәнбә күни тәйбидә бәргән баянатида, гәрчә хитай һөкүмити армийисини тәрәққи қилдуруш үчүн нурғун пул сәрп қиливатқан болсиму, әмма демократик вә қанун дөлити болмиғанлиқи үчүн, йәнила совет иттипақиға охшаш гумран болуш хәвпи астида туриватиду, деди.
Телефон арқилиқ, токйодики чәтәллик мухбирлар колубида өткүзүлгән мухбирларни күтүвилиш йиғиниға қатнашқан чин шүйбйән, бейҗиң һөкүмити хәлқниң диққитини хитай ичидики бөлүнүшләрдин башқа тәрәпкә бураш үчүн тәйвәнни ишғал қилшиқа урунуши мумкин, мениңчә, хитайда демократийә вә адаләтниң йоқлиқи һәмдә иҗтмаий муқимсизлиқ ахирида бу дөләтниң гумран болушиға йол ачиду, деди.
Тәйвән президенти, хитайниң һәрбий җәһәттин күчийшиниң һәм районниң һәмдә дуняниң бихәтәрлики үчүн тәһдид икәнликини тәкитләп, хитай тәрипидин тәйвән әтрапиға орунлаштурулған башқурулидиған бомбиларниң, һиндистан, русийә, америка вә асия тинч окян районидики австралийә вә йеңи зеландийә қатарлиқ дөләтләрни нишанға алалайдиғанлиқини билдүрди.
Чин шүйбйән шундақла, йеқинда америка мудапиә минстирлиқи тәрипидин хитайниң армийисини күчләндүрүш үчүн елип бериватқан паалийәтлири һәққидә елан қилинған доклатқа юқири баһа бәрди һәмдә америка вә японийиниң феврал ейида тәйвән һәққидә елан қилған бирләшмә баянатини қарши алидиғанлиқини билдүрди. Мәзкур баянатта, америка вә японийә тунҗи қетим тәйвән мәсилисиниң икки дөләтниң ортақ истратегийилик мәсилилириниң бири икәнликини тәкитлигән иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән али сот мәһкимиси өктичиләрниң сайламни инавәтсиз қилиш әрзини рәт қилди
- Тәйвәндики җоңхуа минго миллий қурултийи тарқитиветилди
- Чен шүйбйән тәйвәнниң хитайға болған қизғинлиқиниң пәсәйгәнликини билдүрди
- Тәйвәнниң мустәқиллиқини яқлайдиған һакимийәттики партийә сайламда ғәлибә қазанди
- Тәйвән хитай һөкүмитиниң сөһбәт тәклипини рәт қилди