Тәйвән президенти хитай "тәһдити" тоғрисида агаһландурди
2006.01.03
Тәйвән президенти чен шүйбйән тәйвәнликләргә сөзлигән йеңи йил нутиқида, тәйвәнликләрни хитай иқтисадиниң тәрәққияти вә хитайдин келидиған һәрбий тәһдит тоғрисида агаһландуруп, тәйвәнниң бихәтәрликини күчәйтишкә әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән биргә у 2007- йили тәйвән йеңи асаси қануниниң хәлқ авазиға қоюлидиғанлиқини билдүргән.
Бейҗиң даирилири тәйвән йеңи асаси қануни мустәқилиққа елип баридиғанлиқини агаһландуруп, әгәр зөрүр тепилса тәйвәнгә қораллиқ мудахилә қилидиғанлиқини билдүрмәктә.
Чен шүйбйәнниң йеңи йил нутуқи бейҗиң даирилирини ғәзәпләндүргән болуши мумкин. Чен шүйбйән тәйвән һөкүмитиниң хитайға баш әгмәйдиғанлиқини әскәртиш билән биргә, ички сияситини тәңшәп, тәйвән арилиниң миллий кимликини күчәйтишкә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлигән.
Чен шүйбйәнниң әскәртишичә, у асаси қанун ислаһати елип беришни давамлиқ илгири сүридикән. Чен шүйбйән, әгәр шәрт - шараит пишип йетилсә, йеңи асаси қанун риферандоми 2007 - йили елип берилиши мумкин, дәйду. У, хитайдин келидиған һәрбий тәһдитниң күчийиватқанлиқини әскәртип, 784 данә башқурулидиған бомбиниң тәйвәнгә нишанлап қоюлғанлиқини тәкитлигән.
Чен шүйбйән тәйвән парламентида көп санлиқни игиләйдиған өктичи партийә - гуруһларни һөкүмәтниң америкидин қорал - ярақ сетивелиш пиланини тезрәк тәстиқләшкә чақирди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай йеңи йилда бир йүрүш йеңи қанун-қаидиләрни йолға қойди
- Чен шүйбйән тәйвәнниң асасий гәвдә еңидә чиң турушни тәкитлиди
- Әнглийә тәтқиқат орни: хитайниң һәрбий күчи, асия дөләтлиригә тәһдит
- Хитай мәдәнийәт министири, хитай америка үчүн тәһдит әмәс, деди
- Роберт зойлик: хитайда бир партийә диктаторлиқи узунға бармайду