Хитай чен шүйбйәнниң америкини зиярәт қилишиға қарши чиқти


2006.04.27

Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни тәйвән президенти чен шүйбйәнниң америкини зиярәт қилишиға қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрүш билән биргә, америка һөкүмитини ченниң америкида паалийәт қилишини тосашқа чақирди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, " хитай тәйвән рәһбириниң һәр қандақ нам яки баһанә билән америкида паалийәт қилишииға қәтий қарши туриду" деди. У сөзидә йәнә, америкиниң бир хитай принсипида чиң туруп, америка-хитай 3 бирләшмә баянатиға риайә қилиши вә тәйвән мустәқиллиқиға қарши туруш вәдисидә туруши керәкликини тәкитлиди.

Баянатчи чин гаң хитай һөкүмитиниң тәйвәнниң чәтәлләрдики паалийәтлиригә изчил түрдә бир хитай принсипи бойичә муамилә қилип кәлгәнликини, әмма хитайниң тәйвән даирилириниң һәр хил баһаниләр билән хәлқарада мустәқиллиқ һәрикәтлирини қилишиға йол қоялмайдиғанлиқини билдүрди.

Тәйвән президенти чен шүйбйән бу йил 5‏-айда шималий вә җәнубий америка қитәсидики бир қанчә дөләткә зиярәт қилишни пиланлиған болуп, у америкидиму тохтап өтмәкчи. Әмма америка һөкүмити униң бу сәпиригә техи һечқандақ инкас қайтурмиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.