Тәйвәндики гоминдаң партийиси чен шүйбйәнни вәзиписидин елип ташлаш чақириқини башлиди
2006.06.07
Тәйвәндики өктичи партийә болған гоминдаң партийиси чаршәнбә күни тәйвән президенти чен шүйбйәнни аилисидикиләрниң хиянәтчилик делолириға четилғанлиқи сәвәбидин вәзиписидин елип ташлаш чақириқини оттуриға қойди.
Гоминдаң партийиси, мәзкур партийә рәиси ма йиңҗюниң рәһбәрликидә чаршәнбә күни чен шүйбйәнни ағдуруш тоғрисида мәхсус қанун лайиһисини түзүп чиққан. Бу лайиһә тәйвән парламентида бир мәйдан талаш-тартиш пәйда қилиши мумкин.
Ма йиңҗю чен шүйбйән һөкүмитини хиянәтчи һөкүмәт дәп әйибләп, униң өзликидин вәзиписидин истипа бериши керәкликини билдүрди. Гоминдаң партийисиниң бу ипадиси чен шүйбйәнниң аяли вә күйоғлиға четилған хиянәтчилик вәқәси оттуриға чиққандин кейин техиму күчәйгән.
Тәйвәндики демократийә илғарлиқ партийисидин келип чиққан чен шүйбйән, тәйвән мустәқиллиқини яқлайдиғанлиқи үчүн хитай һөкүмитиниң күчлүк қаршилиқиға учрап кәлгән иди. Шундақла хитай шу сәвәбтин тәйвәндики өктичи партийә гоминдаң партийиси билән болған мунасивәтни яхшилашқа тиришти һәмдә гоминдаң партийисиниң бир қанчә юқири дәриҗилик рәһбәрлирини хитайда күтүвалди. (Пәридә)