Австралийә, сиясий панаһлиқ тилигән сабиқ хитай дипломатини мәҗбурий қайтурмайдиғанлиқини билдүрди


2005.06.09

Австралийә баш министири җон ховард, авистралийиниң хитай билән болған сода һәмкарлиқиниң һәргизму сиясий панаһлиқ тилигән сабиқ хитай дипломати чин юңлинниң дилосиға тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини билдүрди.

Җон ховард пәйшәнбә күни сейднийда қилған сөзидә "австралийә сода билән сиясәтни арилаштурмайду" дегән. Хитай авистралийиниң 3 - чоң сода шерики болуп, икки дөләт нөвәттә әркин сода келишими түзүш мәсилисини музакирә қиливатқан иди.

Мәлуматларға қариғанда, хитайниң сейднийда турушлуқ консолханисиниң сиясий ишларға мәсол консоли чин юңлин өткән айда хизмитидин айрилип, авистралийә һөкүмитидин панаһлиқ тилигән. У хетидә, бейҗиңниң сиясий өктичиләрни бастурушиға чидап туралмиғанлиқини билдүрүп, өлүшкә разики, хитайға қайтишни халимайдиғанлиқини ипадилигән. У йәнә хитайниң авистралийидә миңдәк кишидин тәркиб тапқан ишпийонлуқ тори барлиқини ашкарилиған иди.

Австралийә көчмәнләр идариси дәсләптә униң сиясий панаһлиқ илтимасини рәт қилған. Әмма австралийә баш министири ховардниң йеқини болған сәһийә министири тоний аббот пәйшәнбә күни, чин юңлинни хитайға мәҗбурий қайтурмайдиғанлиқини билдүрди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.