Чириклик хитайниң иқтисадиға хәвп елип кәлмәктә
2005.09.28
Иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилати, хитайда күнсери еғирлишиватқан чириклик әһвалиниң җәмийәт муқимсизлиқилиқини кәлтүрүп чиқирдиған вә хитай рәһбәрлириниң қануний орниға хәвп елип келидиған асаслиқ амил болуп қалғанлиқини билдүрди.
Әнгилийидә чиқидиған малийә вақти гезитиниң хәвиригә қариғанда, мәзкур тәшкилатниң хитайдики чириклик әһвалини баһалашқа мәсул тәтқиқатчиси җанос берток," хитайда иқтисадниң тәрәққи қилиши билән чериклипму әдәп кәтти. Әмәлдарларниң чириклики бир җәмийәт мәсилисила әмәс, бәлки йәнә иқтисадий мәсилигә айланди, пуқраларниң бирдәк наразилиқини қозғап, бейҗиң һөкүмитиниң қануний орниға тәһдит елип кәлди" дәп көрсәтти.
Униң билдүрүшичә, чириклик мәсилиси болупму хосусийлишишиқа йүзләнгән дөләт игиликидики карханиларға вә қурулуш саһәлиригә еғир зиян елип кәлмәктә.
Хәвәргә қариғанда, йеқинқи йиллардин буян нурғун хитай әмәлдарлири вә банкирлири зор миқдардики пулларни елип чәтәлләргә қечип кәткән. Хитай сода министирлиқиниң мөлчәрлишичә, өткәнки йигирмә йил ичидә чәтәлгә қечип кәткән парихор әмәлдарларниң сани төт миңдин артуқ болуп, улар җәмий 50 милярд доллар пулға хиянәт қилған.
Баш штаби париждики иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиға америка, канада, авистиралийә қатарлиқ 30 дөләт әза болуп, улар дуняда демократик һөкүмәт қуруш вә базар игиликини илгири сүрүшни мәқсәт қилиду. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда һөкүмәт әмәлдарлириниң көмүр канларға пайчек болуши чәкләнди
- Диң җув шәһириниң сабиқ партком секритари тупрақни қанунсиз игиливелиш сәвәбидин қолға елинди
- Хитайдики һөкүмәткә қарашлиқ орунларниң хиянәт қилған соммиси 10 милярд юәнгә йеқинлашқан
- Җоңго банкисидин 645 милйон йүән пул алдап кетилди
- Хитай аҗратқан муһит қоғдаш хираҗити толуқ ишлитилмигән