Хитай тәптиш идариси һөкүмәттики чоң хиянәтчилик вәзийитини байқиди
2006.06.28
Чаршәнбә күни хитайниң иқтисадий тәптиш оргини һөкүмәт ичидә кәң таралған чириклик вәзийитини паш қилип, өткән йилиниң ичидила мәркизий һөкүмәт органлириниң һөкүмәт пули вә байлиқини қанунсиз ишлитиш соммиси 2 милярд америка доллиридин ашқанлиқини ашкарилиди.
Бу мәлуматлар хитайниң 2006- йиллиқ иқтисадий тәптиш доклатида көрситилгән болуп, бу йилқи хиянәтчилик әһвали өткән йилдикидин нәччә һәссә еғир болған. Доклатта хиянәтчиликтин сирт йәнә, баҗ йиғиш хизмитиниң яхши болмаслиқи вә һөкүмәт йәрлирини халиғанчә сетиш әһваллириму әйиблинип, мушу сәвәбләрдин хитай мәркизий һөкүмәт органлириниң өткән бир йил ичидә җәмий 2 милярд 200 милйон америка доллирини йоқатқанлиқи көрситилгән.
Баҗ йиғиш хизмитиниң яхши болмаслиқи техи хитайниң шаңхәй, җеҗяң вә җяңсуларға охшаш иқтисадий тәрәққий қилған деңиз бойи районлирида көрүлгән. Униң үстигә һөкүмәт орунлириниң йәрләрни шәхсий карханиларға наһайити төвән баһада сетип беришиму, һөкүмәт үчүн 5 йерим милярд йүәндин ошуқ йоқитиш пәйда қилған.
Бу доклатни хитайниң иқтисадий тәптиш ишханиси мудири ли җинхуа елан қилған болуп, у 1999- йили тунҗи қетим қанун турғузуш органлириға бу хилдики тәптиш доклатини сунған һәмдә шуниңдин буян һәр йили дегүдәк һөкүмәт органлиридики зор хиянәтчилик әһвалини паш қилип кәлгән иди.
Ли җинхуа сөзидә йәнә, хитай малийә министирлиқи вә тәрәққият-ислаһат комитетиниң хизмәттики бошаңлиқлирини әйиблиди һәмдә хитайниң бу җәһәттә ислаһатни илгири сүрүп, һөкүмәт әмәлдарлириниң чирикликигә қарши һәрикәтни күчәйтиш керәкликини оттуриға қойди. Нөвәттә хитайдики чириклик мәсилиси хитай иқтисадиға тәсир көрситиватқан чоң амил болуп қалмақта.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң олимпик қурулушиниң муавин рәһбири хиянәтчилик сәвәбидин тәкшүрүлди
- Бейҗиңниң муавин шәһәр башлиқи хиянәтчилик билән әйибләнди
- Хитайдин чәткә қачқан җинайәтчиләр 8 милярд долларға йеқин хиянәт қилди
- Хитай банкилиридики пассип қәрз миқдари хитай елан қилғандинму көп
- Хитайда бир министир муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди