8 Нәпәр хитай компартийә әмәлдарлири әмәл сатқанлиқи сәвәбидин җазаланди

Йеқинда 8 нәпәр хитай компартийә әмәлдари өзлириниң һоқуқидин пайдилинип, әмәл сатқанлиқи үчүн җазаланған. Бу хитай һөкүмитиниң хиянәтчилик вә чирикликкә қарши туруш һәрикитиниң бир қисми һесаблиниду.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, буларниң һәммиси хизмитидин һәйдилип, бәзилири һәтта түрмигә ташланған. Буларниң арисидики сичүән өлкисидики сав йоңбав исимлик бир партийә әмәлдари, хизмәтдишиниң униң әмилини өстүрүш бәдлигә 1 йерим милйон йүән пара алғанлиқи үчүн 13 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған.

Шәншидики йәнә бир әмәлдар тәхминән 1 милйон йүәндин ошуқ пара елип, өзиниң һоқуқидин пайдилинип, 28хадимниң әмилини өстүрүп бәргән. Гуаңдоңлуқ лу чеңли болса, йәрлик әмәлдарларға пара берип өзигә аваз ташлатқузуп, наһийә башлиқлиқиға тәйинләнгән. Шинхуа уларға берилгән конкерт җазалар тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрмиди.

Йеқинқи йиллардин буян хитайда нәччә миңлиған компартийә әмәлдарлири хиянәтчилик билән җазаланған болуп, еғирлири һәтта етип ташланған. Нөвәттә партийә ичидики хиянәтчилик вә чириклик, хәлқ аммисиниң наразилиқини қозғаватқан һалиқилиқ мәсилигә айлинип қалди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org