8 Нәпәр хитай компартийә әмәлдарлири әмәл сатқанлиқи сәвәбидин җазаланди
2006.07.19
Йеқинда 8 нәпәр хитай компартийә әмәлдари өзлириниң һоқуқидин пайдилинип, әмәл сатқанлиқи үчүн җазаланған. Бу хитай һөкүмитиниң хиянәтчилик вә чирикликкә қарши туруш һәрикитиниң бир қисми һесаблиниду.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, буларниң һәммиси хизмитидин һәйдилип, бәзилири һәтта түрмигә ташланған. Буларниң арисидики сичүән өлкисидики сав йоңбав исимлик бир партийә әмәлдари, хизмәтдишиниң униң әмилини өстүрүш бәдлигә 1 йерим милйон йүән пара алғанлиқи үчүн 13 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған.
Шәншидики йәнә бир әмәлдар тәхминән 1 милйон йүәндин ошуқ пара елип, өзиниң һоқуқидин пайдилинип, 28хадимниң әмилини өстүрүп бәргән. Гуаңдоңлуқ лу чеңли болса, йәрлик әмәлдарларға пара берип өзигә аваз ташлатқузуп, наһийә башлиқлиқиға тәйинләнгән. Шинхуа уларға берилгән конкерт җазалар тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрмиди.
Йеқинқи йиллардин буян хитайда нәччә миңлиған компартийә әмәлдарлири хиянәтчилик билән җазаланған болуп, еғирлири һәтта етип ташланған. Нөвәттә партийә ичидики хиянәтчилик вә чириклик, хәлқ аммисиниң наразилиқини қозғаватқан һалиқилиқ мәсилигә айлинип қалди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоң мутәхәссислири: ху җинтавниң чирикликни түгитиш үчүн қолланған кәскин тәдбири йоқ
- Хитай деңиз армийиси муавин қомандани ваң шуйе вәзиписидин елип ташланди
- Хитай тәптиш идариси һөкүмәттики чоң хиянәтчилик вәзийитини байқиди
- Бейҗиңниң муавин шәһәр башлиқи хиянәтчилик билән әйибләнди
- Хитайдин чәткә қачқан җинайәтчиләр 8 милярд долларға йеқин хиянәт қилди