Хитайда компартийә әзалириниң мәнивий булғиниши еғирлашмақта
2007.01.29
Хитайда коммунистик партийә әзалири арисида чириклик, парихорлуқ вә паһишивазлиқ қилмишлириниң күнсери көпийиши, хитай компартийисиниң партийә әзалирини қайта-қайта агаһландурушиға сәвәб болмақта.
Дүшәнбә күни хитай компартийисиниң зувани болған хәлқ күндилик гезитидә елан қилинған бир баш мақалидә, бәзи партийә хадимлири, мәнивий җәһәттин булғинип, интизамсизлиқ вә җинайәт гирдабиға ғәрқ болмақта, дейилгән. Мақалидә ейтилишичә, мәнивий булғиниш, көңүл ичиш қатарлиқ кичик ишлардин башлинип, һакимийәтни паһишвазлиққа тегишиштәк дәриҗигә йитип бармақта.
Хәлқ гезитидә елан қилинған мақалә асасән хитай компартийиси бейҗиң шәһәрлик парткоминиң алий дәриҗилик хадими вә бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғинини тәшкилләш комитетиниң рәиси лю чиниң җүмә күни қилған сөзлирини әкс әттүрмәктә.
Лю чи җүмә күни хитай хәлқ қурултийида бәргән баянатида, коммунистик партийә әзалириниң турмуш әһвали вә қандақ һаят кәчүрүватқанлиқини җиддий тәкшүрүп чиқидиғанлиқини билдүрүп, хитай рәһбәрлири вә партийә әзалириниң каллиси рәңдар чирақлар, ичимликләр, музика вә аяллар билән қаймуқуп кәтмисун. Һөкүмәт вә партийә хадимлири, иштин кейин көңүл ечиш мәркәзлиригә берип, йәп, ичишни адәткә айландурувалмаслиқи керәк, дегән.
Өткән ай бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғини қурулуш ишлириниң мәсули вә бейҗиң шәһәр башлиқиниң муавини лю җихуа бир чириклик вәқәсигә четишлиқи сәвәбидин вәзиписидин елип ташлинип, компартийидин чиқириветилгән иди.
Лю чи хитай хәлқ қурултийидики баянатида, партийә вә һөкүмәт хадимлириниң һоқуқидин өз мәнпәәти үчүн пайдилиниш қилмишлири, партийиниң етибарини еғир зәрбигә учратқанлиқини билдүргән. (Қанат)
- Хитай әмәлдарлириниң хиянәтчилик җинайәтлири көпәймәктә
- Хитайниң хенән өлкисидә парихор кадирлар җәмий бәш йерим милярд йүән хиянәт қилған
- Хитайда сәһийә хадимлириниң хизмитидин пайдилинип парихорлуқ қилиш қилмиши еғир болмақта
- Хитайда үч йил ичидә 67 миңдин артуқ әмәлдар җазаланған
- Чириклик вә хиянәтчилик хитайға қандақ ақивәтләрни елип келиду?