Колин повел, бейҗиң билән тәйвәнниң сөһбитини әслигә кәлтүрүши үчүн теришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди


2004.10.19

Тәйвән президенти чен шуйбийән, қош байрам күни йәни 10 - өктәбир күни, 1992 - йилидики ” хоңкоң сөһбити“ асасида икки қирғақ сөһбитини әслигә кәлтүрүшни халайдиғанлиқини билдүрди.

Президент чен шуйбийәнниң бу сөзи, әксичә хитайниң тәйвән ишлири баянатчисиниң тәнқидигә учриди. Мәзкүр баянатчиниң ейтишичә чен шуйбийәнниң ” юмшақлиқи ялған, мүстәқиллиқни тәрғип қилиши раст “ болуп, тәйвәнниң тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн йәнә бир қетим еғир тәһдит елип кәлгән.

Америка ташқи ишлар министири колин повел келәр һәптә японийә, хитай вә корийә қатарлиқ дөләтләргә қаратқан зиярити башлап, 25 - өктәбир күни бейҗиңгә йетип баридикән.

Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, колин повел хитай дөләт рәиси ху җинтао вә башқа хитай рәһбәрлири билән учрашқанда, хитай даирлириниң, чен шуйбийәнниң сөһбәтни әслигә кәлтүрүш позитсийисини бир пурсәт дәп билип, икки тәрәп сөһбитини әслигә кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситишини тәшәббус қилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.