Колин повелл : америка тәйвәнгә бәргән вәдисидә чиң туриду
2004.10.31
Америка ташқи ишлар министири колин повелл, америкиниң тәйвәнгә бәргән вәдисидә чиң туридиғанлиқини билдүргән. Шундақла у америкиниң бир җоңго сиясити һөрмәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Колин повелл юқириқи сөзни йеқинда америкини зиярәт қилған хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси, хитай азадлиқ армийиси штаб башлиқи ляң гуаңлйе билән көрөшкәндә қилған.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ричард бочер амерка ташқи ишлар министириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, америкиниң тәйвән мәсилисидики мәйдани өзгәрмиди, дәп көрсәтти. У, америкиниң мәйдани бир хитай сияситини, хитай - америка 3 қошма ахбарати вә америкиниң тәйвән мунасивәт қанунидики мәсулийитини асас қилғанлиқини илгири сүргән.
Ляң гуаңлйе, америка армийиси бирләшмә штабиниң рәиси ричард мәйерссниң тәклипи бойичә америкини зиярәт қилди. Ляң гуаңлйе вә униң һәмралири 24 - өктәбирдә америкиға кәлгән. Улар америка вирҗинийә штатиниң норфолк деңиз армийә базисидики җорҗи вашингтон намлиқ авиаматкини зиярәт қилған. Америка ташқи ишлар министири колин повелл йеқинда хитайни зиярәт қилғанда тәйвәнни игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт әмәс, дәп көрсәткән. Колин повеллниң сөзи тәйвән даирилирини ғәзәпләндүргән. Колин повеллниң " америка тәйвән мунасивәт қанунидики вәдисигә әмәл қилиду"дигән сөзлири, тәйвән тәрәпни хатирҗәм қилиш үчүн ейтилған болуши мүмкин дәп қаралмақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, повелниң икки қирғақ сөһбитини әслигә кәлтүрүш чақириқини рәт қилди
- Америка билән хитай кишилик һоқоқ сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә йүзләнди
- Колин повел хитайни зиярәт қилди
- Тәйвән келәр йили америкидин алдин чарлаш айрупилани сетивалмақчи
- Колин повел, бейҗиң билән тәйвәнниң сөһбитини әслигә кәлтүрүши үчүн теришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди
- Хитай һөкүмити чен шүйбийәнниң чақириқини рәт қилди
- Тәйвән пирезденти чин шүйбийән дөләт байрими мунасивити билән сөз қилди
- Тәйвән, японийәниң нормал дөләтлик орниға қайтип келишини қарши алиду
- Тәйвән президенти моңғолийиниң өз вақтида мустәқиллиқни таллиғанлиқини мәдһийилиди
- Чен шүйбийән ху җиңтавниң һәрбий тәһдитни пәсәйтмәйдиғанлиқини билдүрди