Хитай : меркелниң далай лама билән учришиши бир хаталиқ
2007.11.29
Хитай даирилири: "германийә баш министири ангела меркелниң бу йил 9 - айда тибәтниң диний даһиси далай лама билән учрашқанлиқи бир хаталиқ" дәп билдүрүш билән тәң, меркелниң кәчүрүм соришини тәкитлиди.
Хитай дөләт баш министири вен җябав пәйшәнбә күни": дост - ярәнләр бәзи вақитларда хаталиқ садир қилип қойиду, әмма хаталиқини тонуп, иккинчи қетим сәвәнлик өткүзмисә, улар йәнила дост һесаблиниду" деди. Вен җябав бу сөзни бейҗиңда яврупа иттипақиниң рәһбәрлири билән көрүшкәндә ахбаратчиларға ейтқан.
Германийә баш министири ангела меркел ханимниң далай лама билән учришиши, бейҗиң һөкүмитиниң қаттиқ ғәзипини қозғиған болуп, һәтта хитай билән германийә оттурисида елип берилидиған сөһбәтниң бикар қилинишиға йол ачқан иди.
Хитай тәрәп йәнә, өткән бир қанчә һәптә ичидә америка, японийә һәмдә канада қатарлиқ дөләт рәһбәрлириниң далай ламани қобул қилғанлиқидинму охшашла қаттиқ нарази болған. Хитай далай ламани" тибәткә мүстәқиллиқ тәләп қиливатиду " дәп изчил түрдә әйибләп кәлди, бирақ далай лама өзиниң һәқиқй аптономийини яқлайдиғанлиқини билдүрмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәттә коммунист партийидин үмид үзгән кишиләр көпәймәктә
- Хитай һөкүмити төт нәпәр тибәтни солаққа алди
- Далай лама японийигә қаратқан бир һәптилик зияритини башливәтти
- Хитай, далай лама вәкиллири билән сөһбәтләшкәнликини етирап қилди
- Германийә парламенти хитайниң "лавгәй" түзүмини әйибләйдиған қарар лаһийисини музакирә қилди
- Хаңҗуда чақирилған дуня будда мунбириниң йиғиниға далай лама қатнаштурулмиди
- Далай лама ху җинтав билән бирла чағда америкини зиярәт қилиду