Далай лама японийигә қаратқан бир һәптилик зияритини башливәтти


2007.11.15

Тибәтниң диний даһиси далай лама пәйшәнбә күни японийигә йетип берип, японийидә елип баридиған бир һәптилик зияритини башливәтти. Далай лама японийидә очуқ нутуқ сөзлигәндин сирт, японийиниң ғәрбидики қәдимий сәйлигаһида зиярәттә болуш шуниңдәк токйода өткүзүлидиған диний муһакимә йиғинида сөз қилиш паалийәтлиригә қатнишидикән.

японийә һөкүмити хитайниң қаршилиқ көрситишиниң алдини елиш үчүн, далай ламаниң японийидә сиясий паалийәтләр елип бармаслиқини шәрт қилған. Далай ламаниң йеқиндин буян германийә, канада вә америкида елип барған зиярәт вә паалийәтлири хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди.

Далай ламаниң японийә зиярити уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси вә уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханимниң японийә зиярити давамлишиватқан бир пәйткә тоғра кәлгән болуп, бу хитайдин өзлириниң кишилик һоқуқи вә әркинликини тәләп қиливатқан тибәт вә уйғур миллити вәкиллириниң иккинчи қетим бир дөләттә тәңла вақитта зиярәт елип бериши һесаблиниду. Далай лама билән рабийә қадир ханим бир қанчә ай илгири германийиниң һамбург шәһиридә учрашқан иди.

Хитай 1950 ‏- йилидин буян тибәтни өз һакимийити астиға елиш билән биргә, далай ламани тибәтниң мүстәқиллиқини тәрғип қилип келиватқан " бөлгүнчи" дәп әйибләп кәлмәктә .

Бу арида хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав пәйшәнбә күни, японийә һөкүмитиниң далай ламаниң японийә зияритигә йол қойғанлиқидин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүрди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.