Фуҗийән деһқанлири сақчиларниң зораванлиқиға қаршилиқ билдүрди
2004.08.26
Фуҗийән өлкисиниң саңшән базиридики деһқанлар йеқинда хитай сақчилири тәрипидин зораванлиқ билән бастурулди.
Америкидики"хитай кишилик һоқоқ" тәшкилатиниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, бу айниң 1 - күни фуҗийәнниң фуҗув шәһиридики йүздин артуқ сақчи , йеңила әмгәк билән өзгәртиш мәйданидин қоюп берилгән бир қисим кишиләрни башлап саңшән базири вәнли кәнтигә келип, у йәрдә тинч олтуруп намайиш өткүзиватқан деһқанларни қаттиқ урған. Вәқәдә аз дигәндә 15 деһқан яриланған. Буниң ичидә төтиниң яриси еғир болған.
Мәзкүр тәшкилатниң билдүришичә,саңшән базарлиқ һөкүмәт даирилири деһқанлар өзлири пул чиқирип қурған завутниң йерини мәҗбурий тартивалмақчи болғинида, деһқанларниң қаршилиқиға учриған. Деһқанлар өзликидин тәшкиллинип кечә - күндүз завутини қоғдиған. Һөкүмәт тармақлири бу дәвани ахирида зораванлиқ вастиси билән бастурған. Гәрчә деһқанлар хитай мәркизи һөкүмитигә очуқ хәт йезип, мәзкүр дилони ениқлишини тәләп қилған болсиму, һазирғичә мунасивәтлик тармақлар бу ишқа һичқандақ инкас қайтурмиған.
Хитайда, һөкүмәт даирилириниң чириклики, йәрләрни қалаймиқан тартивелиши қатарлиқ мәсилиләргә нарази болған хәлқ аммиси көпләп намайиш өткүзмәктә. Өткән йилила хитайда үч милйондәк киши 58 миң қетимдин көпрәк намайиш елип барған. (Арзу)