Хуҗиңтав ғәрбчә димократийә түзүмини рәт қилди


2004.09.15

Хитай дөләт рәиси хуҗиңтав хитай компартийисиниң -16нөвәтлик -4 омумий йиғини ечилиш һарписида, хитайниң нөвәттә йолға қоюватқан хәлқ қурултийи түзүмини махтап, хитайниң һәргизму ғәрбниң димократийә түзүмини қобул қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүришичә, хуҗиңтав мәмликәтлик хәлқ вәкилләр қуруултийи қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш мурасимида бу сөзләрни қилған болуп, у йәнә, ғәрбниң сиясий түзүлмисиниң хитайда ақмайдиғанлиқини, шундақла хитайниң нөвәттә йүргүзиватқан сотсиялистик димократийә түзүминиң йүксәкликини тәкитлиди.

Хуҗиңтав сөзидә, хитайниң нөвәттики сиясий түзүлмисиниң үнүмлүк икәнликини билдүрүштин сирт, һөкүмәт әмәлдарлириниң чириклик вә һоқуқини қалаймиқан ишлитиш әһвалиға техиму илгирилигән һалда зәрбә бериш керәкликини илгири сүрди.

Хитай компартийиси -16 нөвәтлик -4 омумий йиғини пәйшәнбә күни чақирилидиған болуп, хәвәрләрдә 198 нәпәр һәйәттин тәшкил тапқан хитай компартийә мәркизи комититиниң 4 күнлүк йиғинида асаслиқи чирикликкә қарши туруш мәсилиси музакирә қилинидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.