Хитай һөкүмити хоңкоңда рифирандум елип беришни рәт қилди
2004.10.25
Хитай һөкүмити хоңкоңдики димукратийини яқлайдиған сиясий өктичиләр оттуриға қойған 2007 - йили хоңкоңда бивастә сайлам елип бериш мәсилисидә рифирандум йәни хәлқниң райини синаш елип бериш тоғрисидики тәклипни рәт қилди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити хоңкоңдики 2 - номурлуқ шәхс зиң йинчүәнниң бу мәсилидики позитсийисини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Зиң йинчүән хоңкоңда рифирандум елип беришни" әмилийәткә уйғун әмәс" вә "вақит исрапчилиқи" дәп көрсәткән иди.
Хоңкоңдики димукратчилар,хитай һөкүмитидин 2007 - йили хоңкоңниң мәмурий раюн башлиқини, 2008 - йили парламент әзалирини хәлқ бивастә сайлам арқилиқ сайлап чиқишиға рухсәт қилишини тәләп қилмақта. Бу мунасивәт билән йеқинда бивастә сайлам өткүзүш үчүн хәлқниң райини синашни оттуриға қойған иди. Бирақ, хитай һөкүмити буни рәт қилди.
Хитай хәлқ қурултийи бу йил 4 - айда хоңкоңниң асасий қануниғатүнҗи қетим чүшәндүрүш берип, хоңкоң хәлқиниң хоңкоң мәмурий раюн рәһбири вә парламент әзалирини бивастә сайлам арқилиқ вуҗудқа чиқириш һәққидики тәләплирини рәт қилған һәмдә мәмурий башлиқниң бейҗиң һөкүмити тәрипидин бәлгилинидиғанлиқини көрсәткән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җиңтав 1989 - йилдики димукратийә һәркитини ақлаш пилани йоқлиқини билдүрди
- Хитай һөкүмити америкиниң доклатини инкар қилди
- Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш қилмишлирини йоқитидиғанлиқини билдүрди
- Хуҗиңтав ғәрбчә димократийә түзүмини рәт қилди
- Хоңкоңда парламент сайлими өткүзүлди
- Хитай сақчилири хитай компартийисиниң 4 - омумий йиғининиң һарписида миңлиған кишиләрни тутти
- Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш сияситигә қарши чиққан икки кишини түрмигә ташлиди
- Хитай , хоңкоңдики димократик затларниң шаңхәйни зиярәт қилишини рәт қилди
- Хитайлар йешил карт түзүмини йолға қоюшқа башлиди