Хоңкоңниң демократчи парламент әзалири хитайни зиярәт қилди
2005.09.25
Хоңкоңниң демократчи парламент әзалири йәкшәнбә күни хитайдики зияритини башлиди. Улар илгири 1989 - йилдики тйәнәнмен вәқәсидә хитайни әйиблигәнлики үчүн бейҗиң һөкүмити уларниң хитайға киришини чәкләп кәлгән иди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, мәркизи бейҗиң һөкүмити яхши көңлини ипадиләш үчүн хоңкоң парламентидики барлиқ 60 нәпәр парламент әзасини хитайға икки күнлүк зиярәткә тәклип қилған.
Хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң башлиқи сең йинчүән мухбирларға, бу қетимлиқ зиярәтниң хитай билән хоңкоң парламенти оттурисидики алақини күчәйтишкә пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмити узундин бери демократийини тәрғип қилидиған парламент әзалириға ялғуз қалдуруш сияситини йүргүзүп кәлгән иди.
Хоңкоңдики 25 нәпәр демократчи парламент әзасиниң ичидә "тйәнәнемн вәқәси" гә һесдашлиқ қилидиған даңлиқ демократчи ляң гошюңму бар. У хитайға сәпәр қилишниң алдида мухбирларға, өзиниң хитайдики зиярити давамида амал бар өз қаришини тарқитишқа тиришидиғанлиқини һәмдә үстигә тйәнәнемн мәйданиға танка киргән вақтидики сүрәт чүшүрүлгән қара майка кийип йүрүйдиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)