Дең шявпиңниң қизи тйән әнмен вәқәси һәққидә тохталғанда өркәшни тилға алди
2007.06.24
Сабиқ хитай рәһбири дең шявпиңниң чоң қизи деңлин йәкшәнбә күни хоңкоң телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда, мухбирниң 1989-йилидики тйән әнмен мәйданидики оқуғучиларни бастурушта дең шявпиңниң қарар чиқарған-чиқармиғанлиқи һәққидә сориған соалиға җаваб берип, бу ишта дадисиниң мәсулийити барлиқини инкар қилишқа тиришти.
Әнглийә б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, дең шявпиңниң қизи деңлин 4-июн вәқәси әйни вақиттики рәһбәрләрниң қарари болуп, буниңда һәргизму қайси бир рәһбәрниң конкрет мәсулийити бар дейишкә болмайду, мениңчә бу тоғра қилинған, әгәр мундақ қарар болмиған болса, әгәр өркәш қатарлиқ кишиләргә җуңгониң тәқдири тутқузулған болса, у чағда җуңгода қандақсигә ишикни ечип, ислаһат елип баралисун ? җәмийәт қалаймиқан иди." Дәп билдүргән. У дадисиниң ислаһат йолида чиң туруп, шаңгаңни қайтурувелиш һәм бир дөләттә икки хил сиясәт йүргүзүштә һечқачан тәврәнмигәнликини тәкитлигән.
Деңшавпиңниң қизи тилға алған өркәш дөләт әйни вақиттики оқуғучилар һәрикитиниң даһийси болуп, у пүтүн хитайдики оқуғучиларниң рәһбиригә айланған шуниңдәк хитай демократик һәрикитиниң байрақдари сүпитидә мәдһийләнгән иди.
Деңшавпиңниң қизи дадисиға баһа бериш мәсилисидә тохтилип, тарихқа бир икки вәқә арқилиқла баһа бәрмәсликни ейтип , дадисини ақлиған . Нөвәттә, 1989-йилидики тйән әмен оқуғучилар һәрикитини ақлаш хитай демократлири әң җиддий тәләп қиливатқан мәсилиләрниң биридур. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай4 - ийон тйәнәнмен вәқәсини қанлиқ бастурғанлиқи сәвәблик давамлиқ тәнқидкә учримақта
- Хитай "тйәнәнмен анилири" иниң тйәнәнмин мәйданиға берип қаза қилған уруқ- туғқанлириға тәзийә билдүрүшигә йол қойған
- Хитай даирилири ху явбаң туғулғанлиқиниң 90 йиллиқини хатириләйду
- 4 - Июн вәқәси һәр қайси җайларда хатириләнди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң 4 - июн мәһбуслирини қоюп беришкә чақирди
- Хитай һөкүмити тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитини бастурушини ақлиди