“диалог фонди җәмийити” хитайдики бир қисим сиясий җинайәтчиләрниң әһвалини ашкарилиди
2006.04.13
Диалог фонди җәмийити чиқарған доклатта, хитай һөкүмитиниң 1980- йили җинайи ишлар қанунини йолға қойғандин буян, 2000 ға йеқин сиясий делони бир тәрәп қилип, буниңға четилған 4200 дин көп кишини қолға алғанлиқи көрситилгән. Шундақла мәзкур тәшкилат нөвәттә түрмидә йетиватқан 250 нәпәр сиясий мәһбусниң исим тизимликини қолға чүшүргән. Улар һазир хитай һөкүмитидин бу кишиләрниң һазирқи әһвалиға аит учурларни елишқа тиришмақта.
Диалог фонди җәмийитиниң билдүрүшичә, илгири бу тәшкилат көп һалларда хитай ташқи ишлар министирлиқи вә әдлийә орунлири арқилиқ сиясий мәһбусларниң әһвалини игиләйдикәнтуқ. Әмма йеқинқи йиллардин буян бу орунлар мәзкур тәшкилатқа учур бериштин өзини қачурғандин кейин, улар нишанини өлкә вә өлкидин төвән дәриҗилик орунларға йөткигән. Дегәндәк бу орунлар сиясий мәһбусларға аит учурларни тәминләштин өзини анчә тартип кәтмигән. Диалог фонди җәмийитиниң баянатчиси җошуа росензвег бу һәқтә мундақ деди:
" Өткәнки бир йилда, әдлийә министирлиқи вә илгири биз диалог мунасивити орнатқан мәркизий һөкүмәт орунлиридин учур игиләш алдинқи йилларниңкигә қариғанда техиму тәслишип кәтти. Улар өткән йили биз билән диалог қилишни анчә халимиди. Шуңа биз башқа йол арқилиқ учур игиләшкә тириштуқ. У болсиму биз хитайдики йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири билән мунасивити бир қәдәр яхши болған һөкүмәтсиз тәшкилатлар билән алақилаштуқ. Нәтиҗидә буниңдин ғәлибә қилип, сиясий мәһбусларға аит бир қатар әтраплиқ учурларға игә болдуқ" .
Җошуа сөзидә , буниңдин толиму хушал икәнликини вә буниңдин кейинму йеңи йоллар билән техиму көп учур алалайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.Кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири болған хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң баянатчиси фең соңда бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң әзәлдин сиясий сәвәбтин қолға елинған кишиләрни " сиясий җинайәтчи" дәп аташни халимайдиғанлиқини, уларни амал бар җинайи ишлар бойичә әйибләйдиғанлиқини ейтти.
"Бурун 'әксилинқилабчи' дегән нам бар иди.Кейин буму әмәлдин қалдурулди. Һәқиқәтән әксилинқилабчилиққа четилған делолар болсиму, һөкүмәт уни җинайи ишлар қануниға киргүзди. Хитайниң җинайи ишлар қанунида дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилған яки урунған, дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған һәтта ишпйонлуқ қилған дегәнләрму бар. Униңдин башқа хитай техи сиясий мәһбусларни лүкчәклик, зәһәрлик чекимлик вә паһишивазлиққа охшаш бимәнә бөһтанлар биләнму әйибләйду".
Фең соңде хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидә көрүнүштә азрақ илгириләшләр болғандәк қилсиму, әмма омумйүзлүк қилип ейтқанда начарлап кетиватқанлиқини ейтти.
" Хитайниң һазирқи кишилик һоқуқ вәзийитиниң бәзи тәрәплиридә азрақ яхшилиниш көрүлсиму, мәсилән: сөз әркинлики көрүнүштә бурунқидин азрақ кәң қоюп берилгәндәк қилсиму, лекин һәқиқәтән хитай компартийисиниң мәнпәәтигә яки сиясәткә четилғанда, һөкүмәтниң буниңға қаратқан бастуруши 80- йилларниңкидинму еғир болуватиду. Омумйүзлүк қилип ейтқанда, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити начар вә интайин еғир. Униң үстигә түрмиләрдә сиясий өктичиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири наһайити начар позитсийигә учраватиду. Улар давамлиқ еғир қийин-қистақ вә тән җазасиға учрап туриду".
Диалог фонди җәмийити йәнә, уларниң җяң сүнде қатарлиқ 7 нәпәр сиясий мәһбусниң һазирқи әһвалиға аит әң йеңи учурларға еришкәнликини билдүрди. "Дүйхуа" дәп аталған диалог фонди җәмийити 1999- йили америкида қурулған болуп, бу орун асаслиқи америка билән хитай оттурисидики диалогни күчәйтиш арқилиқ кишилик һоқуқни илгири сүрүшни мәқсәт қилиду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити сәндуңда бир язғучини дөләт һакимийитигә қарши туруш җинайити билән сотлиди
- Тйәнәнмен вәқәсидики хитай демократчиси канадаға йетип кәлди
- Хитай фалунгоңчиларниң ички әзалирини сетиш һәққидики әйибләшләрни рәт қилди
- Америка дөләт мәҗлис әзалири яң җйәнлини қоюп беришкә чақиридиған қарар мақуллиди
- Хоңкоң демократлар партийиси кишилик һоқуқ комитетиға доклат сунмақчи