Хитайда деһқанларниң наразилиқ һәрикәтлири көпләп йүз бәрмәктә


2004.11.08

Йеқинқи бир мәзгил ичидә, хитайниң һәр қайси җайлирида болупму йеза районлирида кәң көләмлик тоқунуш вәқәлири йүз берип, өлүм - йетим һадисилири көрүлди. Алди билән сичүәнниң вәнҗуда андин хенәнниң җуңмов наһийисидә кәң көләмлик зораванлиқ тоқунуш йүз берип, аз дегәндә йәттә адәм өлди вә 40 нәччә адәм яриланди. Арқидинлар сичүәнниң хәнйүән наһийисидики 90 миңдин артуқ деһқан хитай һөкүмитиниң терилғу йәрләрни йөткәп ишлитиш җәрянида йитәрлик төләм бәрмигәнликидин нарази болуп, өткән һәптидин башлап көп қетим кәң көләмлик намайиш өткүзди.

Буниңдин сирт, йүннәнниң күнмиң шәһири әтрапидиму, йәрлик деһқанлар өткән чаршәнбә күнидин башлап, йәрлик һөкүмәтниң йәрлирини йөткәп ишлитиш һәққи бәрмәйла тартивалғанлиқиға қарши чиқип, сақчилар билән туқунушқан. Вәқәдә деһқанлар сақчиларниң бир қанчә машинисини өрүп вәйран қилған. Намратлиқ деһқанлар наразилиқиниң мәнбәси

Хитайда йеқиндин буян деһқанларниң бундақ кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлириниң йүз бериш сәвәби һәққидә тохталған америка лова унвәрситети җәмийәтшунас илми профессори хуаң шүмин әпәнди мундақ диди:

" Бу вәқәләрниң көпинчиси йезиларда йүз бәргән. Хитайда ислаһат елип берилғандин буян асаслиқи деңиз бойи районлири вә шәһәрләр тәрәққи қилди. Йеза аһалилириниң турмуши болса анчә яхшиланмиди. Бу хил әһвалда, деһқанчилиқ кириминиң төвәнлики вә һәр хил баҗларниң еғирлиқи әлвәттә деһқанларда наразилиқ кәйпиятларни улғайтиду. Йәнә бир җәһәттин сичүән хәнйүән наһийисидики деһқанлар намайишини елип ейтқанда, бу хитайдики һөкүмәт асасий қурулушлири билән шәхсиләрниң мәнпәәти арисида тоқунушниң күчийиватқанлиқини көрситиду. Хитай даирилири қурулуш елип берип, шәхсләрниң йерини ишләткәндә, уларға берилидиған төләмни қандақ бикитиш керәк? икки тәрәп арисида ихтилап болғанда буни қандақ усул билән һәл қилиш керәк? бу мәсилиләр һазирғичә хитайда айдиңлашмиған. Униң үстигә, деһқанлар йәрлик һөкүмәт хадимлириға ишәнмәйду. Чириклик еғир болғачқа, деһқанлар йәрлик һөкүмәт хадимлирини төләм пулини толуқ бәрмәй, өз чөнтикигә селивалди дәп гуман қилиду. Шуңа бундақ намайишларниң алдини елиш наһайити тәс."

Хоңкоңдики нәнхуа сәһәр гезитиниң обзориға қариғанда, гәрчә намайиш вә қаршилишиш вәқәлириниң йүз бәргән орни вә көлими охшаш болмисиму, әмма уларда бир ортақлиқ бар икән. Йәни бай кәмбәғәллик пәрқиниң зорийиши, ишсизлиқ мәсилиси, парихорлуқниң һәддидин ешиши вә пуқраларниң дәрдини ейтидиған җай тапалмаслиқи бу вәқәләрни кәлтүрүп чиқарған амиллар болуп һесаблинидикән.

Мәсилән, сичүән хәнйүән наһийсидә, хитай һөкүмити су електир истансиси қуруш үчүн пуқраларниң йәрлирини йөткәп ишләткән. Мәзкур қурулушни мәркизи һөкүмәттин тәстиқлитиш үчүн, йәрлик һөкүмәт йәр йөткәп ишлитиш чиқимини аз илтимас қилған. Нәтиҗидә пуқралар тәгишлик төләмгә еришәлмигән. Сичүәнниң вәнҗу наһийисидә болса, кочидики бир кичиккинә җедәл, кәң көләмлик хәлқниң наразилиқ паалийитигә йол ачқан. Вәқәдә өзини һөкүмәтниң бир рәһбири дәп атиған киши, йәнә бир кишини бозәк қилғинида, хәлқ қозғилип, һөкүмәт әмәлдарлириниң һоқуқидин пайдилинип, пуқраларни аяқ - асти қилғанлиқиға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән.

Нәнхуа сәһәр гезитиниң обзорида көрситилишичә, хенәндики туңганлар билән хитайлар оттурисидики тоқунуш мурәккәп болуп, тоқунушта аз дегәндә йәттә адәм өлгән. Нәччә он миңлиған киши бу қетимлиқ миллий тоқунушқа қатнашқан. Кишилик әҗәбләндүридиғини шуки, пүтүн дуняниң диққитини қозғиған мәзкур миллий тоқунушму пәқәт бир қатнаш вәқәсидин келип чиққан. Обзорда ейтилишичә, вәқәниң еғир ақивәтләрни кәлтүрүшигә гәрчә туңганлар билән хитайлар оттурисидики миллий зиддийәт асаслиқ сәвәб болсиму, әмма техиму инчикиләп мулаһизә қилғанда, туңганлар билән хитайлар оттурисидики бай- кәмбәғәллик пәрқиму тоқунушниң бир муһим сәвәби болуп һесаблинидикән.

Хитай һөкүмитигә берилгән тәләпләр

Профессор хуаң шүмин әпәнди, деһқанларниң наразилиқини бесиқтуруш үчүн, хитай һөкүмитиниң җиддий тәдбир қоллинип деһқанлардики намратлиқ мәсилисини һәл қилиш керәкликини тәкитләп, мундақ диди:

" Хитай һөкүмити йеқинқи он нәччә йилдин буян екиспортни күчәйтип, нурғун байлиққа еришти. Хитай һөкүмити һазир деһқанчилиқ беҗини йәңгиллитиш, деһқанчилиқ мәһсулатлирини йиғивәлиш баһасини көтүрүш қатарлиқ һәр хил васитиләрни қоллинип, деһқанларниң турмушини яхшилашқа қурби йитиду. Әмәлийәттә америкидәк бир тәрәққий тапқан дөләтму деһқанчилиқни йөләйду. Америка һөкүмитиниң деһқанларға беридиған ярдими шунчилик көп. Һәр йили баҗни етибар бериду, бивастә ярдәм пули бериш, деһқанчилиқ мәһсулатлирини юқири баһада сетивалиду. Деһқанлар һәқиқәтән һөкүмәтниң көп ярдимигә еришиду. Мениңчә хитай һөкүмити қилимән дисә буни қилалайду һәм шундақ қилиши керәк. Болмиса, деһқанлардики намратлиқ мәсилиси еғир җәмийәт мәсилилирини кәлтүрүп чиқириду. "

Нәнхуа сәһәргезитиниң обзорида тәкитлинишичиму, һазир хитай һөкүмити пуқраларниң ғәзипини пәсәйтиш үчүн чоқум деһқанларниң йүкини йәңгиллитип, йеза аһалилириға давалиниш вә җәмийәт суғуртиси бериши, қанчә намрат район болса, шунчә етибар сиясәтләрни йүргүзиши керәк икән. Обзорда тәкитлинишичә, әмәлдарларниң чириклири вә зораванлиқиму һазир деһқанлар наразилиқини қозғаватқан муһим амил болуп, бейҗиң һөкүмити чоқум қаттиқ тәдбир қоллинип, чирик әмәлдарларни қаттиқ җазалиши керәк икән.

Нәнхуа сәһәр гезитиниң обзорида йәкүнлишичә, ахбарат саһәси чоқум әркин қоюветилип, җәмийәтниң қараңғу тәрипини ачқандила, андин чирик әмәлдарларниң қилмишини чәкләш мәқситигә йәткили болидикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.