Хитай һөкүмити диний ишлар һәққидә йеңи бәлгилимиләрни елан қилди
2004.12.19
Хитай һөкүмити йәкшәнбә күни диний ишларни башқурушниң бир йүрүш йеңи бәлгилимилирини елан қилди. Йеңи бәлгилимиләр киләр йили 3 - айниң 1 - күнидин башлап күчкә игә болидикән.
Шинхуа агентлиқиниң ейтишичә, бу йеңи бәлгилимиләр йеқинқи йиллардин буян хитайниң иқтисадий вә җәмийәт тәрәққиятиға әгишип көрүлгән йеңи вәзийәткә маслишиш үчүн чиқирилған . Бәлгилимидә, диний тәшкилатлар, диний сорунлар вә диний затларниң қанунлуқ һоқуқлири ениқ көрситилгән. Шинхуа агентлиқи, бу йеңи бәлгилимиләрни хитай һөкүмитиниң пуқраларниң диний әркинлики қоғдашта басқан әң чоң қәдими дәп тәсвирлигән.
Бирақ, франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хоңкоңдики католик диний тәтқиқатчилири, хитайниң йеңи чиқарған бәлгилимилириниң илгирикигә қариғанда маһийәтлик пәрқи йоқлиқини билдүрмәктә.
Хитай һөкүмити гәрчә қанун бәлгилимиләрдә пуқраларниң диний әркинликигә капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрүп кәлгән болсиму, бирақ хитайниң диний әркинлик вәзийити ғәрб әллири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин әйиблинип кәлмәктә.
Америка ташқи ишлар министирлиқи өткән йили елан қилған диний әркинлик доклатида, хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлири, тибәт буддистлири вә хитай католиклириниң диний әркинликини дәпсәндә қиливатқанлиқини қаттиқ әйиплигән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай диний затларға еғир дәриҗидә зиянкәшлик қиливатиду
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдики диний әркинлик мәсилиси һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Һәҗгә бериш йолидики уйғурларниң әндишилири вә наразилиқлири
- Хитай һөкүмити алий мәктәпләр муқимлиқидин әндишә қилмақта
- Хитай һөкүмити уйғур елидики диний затларни коммунистик аңда тәрбийиләп чиқти
- Ватикан , хитай даирилирини католикларға зиянкәшлик қилиш билән әйиблиди