Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди


2007.05.22

Хоңкоң мәтбуатлирида берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, гуаңши бобәй наһийисидики деһқанларниң 5 ‏- айниң 17 ‏- күнидин башлап давамлишиватқан һөкүмәтниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши қозғилиңи түнүгүн сақчилар тәрипидин бастурулған болуп, 200 гә йеқин адәм қолға елинған.

Хәвәрдин мәлум болушичә, дүшәнбә күни йәни 21 ‏- май йәрлик һөкүмәт даирилири мәзкур топилаңни бастуруш үчүн, 3000 дин артуқ сақчини ишқа салған. Лекин, йәрлик һөкүмәт даирилири бу һәқтики учурларниң мәтбуатта елан қилинишини пүтүнләй чәклигән һәтта интернет тор бәтлиридики муназирә мәйданлирида болған мунасивәтлик гәп -сөзләрниму пүтүнләй өчүрүп ташлиған.

Хоңкоң күндилик гезитидә берилгән бу һәқтики мәлуматта көрситилишичә, йәрлик һөкүмәтниң пиланлиқ туғут сияситигә қаттиқ нарази болған гуаңши бобәй наһийисидики деһқанларниң бу қетимқи қозғилиңида, йәрлик һөкүмәт пиланлиқ туғут ишханиси вә униң әтрапидики аптомобилларға от қоюп берилгән; шуниң билән һөкүмәт 20 ‏- числадин буян, бобәй наһийиси әтрапидики гүйгаң, бей лю, вә руңшән қатарлиқ наһийиләрдин көпләп сақчи йөткәшкә башлиған.

Бобәй наһийисидә турушлуқ чин фамилилик бир деһқанниң мәлум қилишичә, һазир бобәй наһийисидә, пүтүн йәргә" йоқалсун бобәй наһийилик партком секритари су җйәнҗуң," вә " бобәй наһийә башлиқи хуаң шавмиңни өлүмгә һөкүм қилиш керәк " дегәндәк лозункилар чапланған икән.

Бобәй наһийисидики чин фамилилик бу деһқан сөзидә йәнә" гәрчә бу қетимқи қозғилаң сақчилар тәрипидин бастурулған болсиму, кишиләр қәлбидики ғәзәп оти техи өчкини йоқ, аңлисам хәлқниң ғәзипидин чөчигән наһийилик партком секритари қатарлиқ бир нәччә әмәлдар деһқанларниң қолиға чүшүп қелиштин әнсирәп,яқа юртларға қечип кетипту " дәп билдүргән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.