Доң соңрүй вәқәсини "тоқулма" дегән "аммиви кино" журнили һәрбийләрниң ғәзипини қозғиди
2006.08.07
"Аммиви кино " журнили, җуңгода хәлқ қәһримани, дәп нам берилгән доң сүнрүйниң ички уруш дәвридә мина пиликини қоли билән тартип партилатқанлиқи тоғрисидики вәқә пәрәз билән оттуриға қоюлған тоқулма, дәп язғандин кейин, бу хитай һәрбий даирилириниң ғәзипини қозғиди.
"Аммиви кино" журнилиниң 8 - санида " доң сүнрүй" дегән кино филиминиң режиссори гу вей, доң сүнрүйниң партлатқуч бомба пиликини қоли билән тартип партлатқанлиқи тоғрисидики һикайини, "бәзи миш-миш гәпләргә асасән пәрәз бойичә тоқуп чиқирилған," дәйду. Гу вейниң тәкитлишичә, бу пәрәзни әйни чағда уруштин кейин бәзи һәрбий мутәхәссисләр оттуриға қойған.
Доң сүнрүй, компартийә җуңгода һакимийәтниң тартивалғандин аз кәм 60 йилдин бери бери кишиләр арисида "хәлқ қәһримани" дәп тәриплинип кәлмәктә иди.
Хитайниң рәсмий тәшвиқат матиряллирида 1947- йили гоминдаң қошуни билән болған бир истиһкам урушта доң сүнрүйниң дүшмән истиһкамини партилтиш үчүн өзини қурбан қилғанлиқини илгири сүрмәктә иди.
"Азадлиқ армийә " гезити, " аммиви кино" журнилини әйиблигән. Һәрбийләр "миң кишилик хитабнамиси" елан қилип, доң сүнрүйни қәлбимиздики қәһриман, дәп махтиди вә "аммиви кино" жорнилиниң әпу соришини тәләп қилди. Хоңкоң мәтбуатлири болса "аммиви кино" журнилиниң тәқдири вә тәртипкә селинишидин әнсиримәктә.
"Әйнәк " гезити обзор елан қилип, җуңго даирилиридин сөз әркинликигә һөрмәт қилишни вә "аммиви кино" журнилини тәртипкә салмаслиқни тәләп қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири "хитай әсири" тор бетини тақиди
- Хитай һөкүмити, мәтбуатниң җиддий вәзийәт һәққидә хәвәр бериш ишини техиму чиң контрол қилшини пиланлимақта
- " Ню - йорк вақти"гезити тәтқиқатчиси җав йән үстидин йепиқ сот ечилди
- Хитай йәнә бир өктичи язғучини қолға алди
- Хитай һөкүмити "ню - йорк вақти гезити" ниң мухбири җав йәнни қайта сотлайду