Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайни дуңҗу вәқәси үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирди


2006.06.02

Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай даирилирини 2005 - йили 12 - айда йүз бәргән дуңҗу вәқәси үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирди.

2005 - Йили 12 - айниң 6 - күни гуаңдуңниң шәнвей шәһири дуңҗу кәнтидә, бу кәнткә електир истансиси қуруш пиланиға қарши чиққан пуқралар билән сақчилар отторисида тоқунуш йүз бәргән вә сақчилар пуқраларға оқ чиқирип аз дегәндә 3 кишини етип өлтүргән иди. Вәқәдин кейин оқ чиқарған сақчиларға хизмитидин елип ташлаш яки агаһландуруш қататлиқ мәмурий җаза берилди. Лекин шуниң билән биргә 13нәпәр дуңҗу кәнти пуқраси 3 йилдин 7 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әскәртишичә, җуңго даирилириниң бу вәқәни бир тәрәп қилиш усули мәсилини йепиветишни мәқсәд қилған. Кәчүрүм тәшкилати, " даириләр вәқәниң һәқиқий әһвали вә тәпсилатини җәмийәткә елан қилиш нийитидә болуп бақмиди. Бу , кишиләрниң җуңго қануниниң адалитигә болған гуманини қозғимақта "дәйду.

Дуңҗу вәқәси хитай сақчилири пуқраларға оқ чиқарған бирдин бир вәқә әмәс. Йеқинда хитай даирилири уйғур аптоном районининиң ғулҗа шәһиридә қора җайидин көчүшни рәт қилған нурәхмәт исимлик бир уйғурни вә униң аялини йеңи һаят түрмисигә солап қойған. Нурәхмәтниң 20 яшлардики абдукерим исимлик оғлиға оқ чиқирип униң көйүп китишигә сәвәбчи болған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.