Хитай баш тәптиши, мәһбусларни қийнап иқрар қилдурушни тохтитишни тәләп қилди


2005.05.27

Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай али тәптиш мәһкимисиниң муавин баш тәптиши чю шөчяң, сақчиларни қанунсиз усуллар билән мәһбусларни қийнап иқрар қилдурушни тохтитишқа чақирди. Чю шөчяң, мәһбусларни қийнап иқра қилдуруш, қанунниң адалитигә көләңгә чүшүридиған җидди мәсилиләрни кәлтүрүп чиқармақта, дәп әйиплигән. Чю шөчяң бу сөзләрни пәйшәнбә күни бейҗиңда мәмликәтлик тәптишләр йиғинида қилди.

Хәлқара кишилик һоқуқ органлири хитайда мәһбусларға тән җазаси бериш омумийүзлүк әһвал, дәп тәнқидлимәктә иди. Хитайда аялини өлтүрүш билән әйиблинип түрмигә ташланған бир әр киши аялиниң һазирға қәдәр һаят икәнлики байқалғандин кейин қоюп берилгән. У, бу җәрянда 11 йил түрмидә ятқан болуп, сақчиларниң җисманий қейин - қистақлириға чидимиған гумандар, аялимни өлтүрдүм, дәп ялғандин иқрар қилған. Әмма әйни чағда униң аяли башқилар билән қечип кәткән икән. Бу вәқә хитайда кәң ғул - ғула қозғиған иди.

Буниңдин сирт уйғур аптоном районида 2000 - йили сақчилар қазақистан даирилири тәрипидин хитайға тапшуруп берилгән зулпиқар муһәммәтни қийнап иқрар қилдурған. У, сот мәһкимисидә җинайити рәт қилип, сақчилар үстидин шикайәт қилған болсиму, әмма сот мәһкимиси уни өлүм җазасиға һөкүм қилған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.