Гәнсу сиясий- қанун башқармилирида төт миңдин артуқ киши җазаға учриди
2006.12.10
Хитайниң гәнсу өлкилик һөкүмәтниң -9 декабир ахбарат елан қилиш йиғинидин игилишимизгә қариғанда, бу бир йил җәрянида гәнсу өлкисидики һәр қайси дәриҗилик сиясий- қанун комитетлирида җәмий 4735 киши мәмурий һәмдә қануний җазаға учриған. Униң арисида 39 кишиниң җинайи қилмиши болғачқа, әдилийә тармақлириға тапшурулған.
Гәнсу өлкилик сиясий- қанун комитетиниң муавин башлиқи сәй бавшинниң, ахбарат елан қилиш йиғинда тонуштуришиға қариғанда, 2005 - йилидин башлап бу йил 6 - айғичә болған арилиқта, гәнсу өлкисидики һәр қайси дәриҗилик сиясий- қанун башқармилирида җәмий 861 кишиниң хизмәт җәрянида қанунға хилаплиқ қилғанлиқи паш болған, улар хизмәт җәрянида һөкүмәт материяллирини рухсәтсиз өзгәртиш, һәмдә һөкүм елан қилинмай туруп җаза елан илиш қатарлиқ қилмишларға четишлиқ икән.
Нөвәттә хитайда партийә һөкүмәт ичидила қанунға хилаплиқ қилиш әһваллири еғир болупла қалмай, қанун иҗра қилидиған юқири дәриҗилик орган хадимлириниңму, қанунға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш қилмишлири хитай пуқралириниң һөкүмәткә болған наразилиқини ашурмақта. (Гүлчеһрә)