Хитай оттура асияниң енергийә вә кан байлиқлириға көз тикмәктә
2005.07.25
"Америка авази радиоси" ниң хәвәр қилишичә, хитай оттура асиядики тәсирини кеңәйтип, мәзкур райондики дөләтләрни хитай иқтисади тәрәққиятини енергийә вә тәббий байлиқлар тәминат базиси қилиш үчүн тиришмақтикән.
Йеқинда хитайниң муавин баш министири ву йи қазақистан, таҗикистан, өзбекистан вә түркмәнистанларни зиярәт қилип, енергийә вә тәбиий байлиқлар һәмкарлиқи бойичә бир қатар келишимләргә имза қойди.
Ву йи өзбекистандики зиярити җәрянида җоңго нефит химийә санаәт ширкити өзбекистан билән нефит саһәсигә бәш йилда бир милярд доллар мәбләғ селиш келишими имзалиған. Бу җоңго нефит тәбиий газ ширкитиниң намәнган, пәрғанә вә әнҗанларда нефит қидириш мәшғулатиға 600 милйон доллар мәбләғ селиш келишимини өз ичигә алмайду. "Америка авази радиоси" ниң тәкитлишичә, бу хитайниң әнҗан вәқәсидә керимоф һөкүмитини қоллиғанлиқиниң мукапатикән.
Хитай өзбекистан билән биргә түркмәнистан билән қазақистанларниң нефит тәбиий газ байлиқиға көз тикмәктә. Ву йи түркмәнистанни зиярәт қилғанда нефит вә тәбиий газ һәмкарлиқиниң хитай үчүн зор әһмийити барлиқини тилға алди. У, қазақистанда хитай - қазақистан нефит турубиси вә хитай нефит ширкәтлириниң қазақистанға мәбләғ селиш мәсилисини музакирә қилип, хитай қазақистанниң дуня сода тәшкилатиға киришини қоллайду, дәп тәкитлигән. (Әркин)