Хитай тәбиий газ вә нефит туруба линийилирини йәнә кеңәйтмәкчи
2007.04.03
Франсийә агентлиқиниң 3 -април бейҗиңдин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитай 2010 - йилға қәдәр күнсайин ешиватқан енергийә еһтияҗини қамдаш үчүн хитайдики нефит туруба линийилирини 60 пирсәнт кеңәйтидикән.
Хитай нефит вә тәбиий газ һәссидарлиқ чәклик ширкити қармиқидики тәбиий газ туруба линийси ширкитиниң мәсули таң ялиниң билдүрүшичә, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш иккинчи қетимлиқ туруба линийси қурулуши һәққидә тәтқиқат йиғини ечилған. У мундақ дегән " бу линийә қурулушиға селинидиған омумий мәбләғ 100 милярд йүән болуп, бу туруба йилиға 30 милярд куп метир тәбиий газ тошуйду ".
Хәвәрдә ейтилишичә, бу туруба линийиси тәбиий газ записи мол уйғур елидин хитайниң гуаңдуң өлкисигә туташтурилидикән.
2004- Йили хитай ғәрбниң газини шәрққә йөткәш биринчи қетимлиқ туруба линийисини тамамлиған иди. Бу хитайдики зор типтики енергийә қурулуши болуп, уйғур ели нефитликлирини хитайниң деңиз бойи районлириға туташтурған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, нефит вә башқа байлиқ мәнбәлириниң исрап қелинишни контрол қелиш үчүн нефиттин елинидиған баҗни көпәйтидикән
- Хитайдики әң чоң нефит ширкити һиндистан вә ливийәләрдә нефит туруба линийиси қурулуши елип баридиғанлиқини җакарлиған
- Хитай чәтәлдин нефит импорт қилиш қәдимини тезләтмәкчи
- Дунядики чоң нефит ширкәтлири хитай нефит базарлириға кирди
- Сичуәндә газ чиқип кетиш вәқәси йүз бәрди