Хитай һөкүмити японийиниң тәлипини рәт қилди
2005.04.17
японийә ташқи ишлар министири мачимура йәкшәнбә күни бейҗиңға йитип келип, хитайда бир нәччә һәптидин буян давамлишип келиватқан японийигә қарши зораванлиқ вәқәлиригә қарши қаттиқ наразилиқ билдүрди.
У сөзидә, "йеқинқи зораванлиқ һәрикәтләр вә японийигә қарши кәйпилатлар кишини әпсусландуридиған вәзийәтни кәлтүрүп чиқарди. Биз хитай рәһбәрлириниң сәмимий болушини вә вақтида тәдбир елишини үмид қилимиз" деди. У йәнә хитай һөкүмитиниң японийидин әпу соришини тәләп қилди.
Бирақ хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң униң тәлипини рәт қилип, " бу хил вәзийәтләрниң келип чиқишиниң мәсулийити японийә тәрәптә" деди. Ли җавшиңниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити әзәлдин японийә һөкүмитидин әпу сориғидәк иш қилип бақмиған икән. Бу йәрдики асаслиқ мәсилә, японийә , тәйвән мәсилиси, кишилик һоқуқ вә тарихий мәсилиләрдә хитай пуқралириниң һессиятини ағритқан икән.
Нөвәттә японийә- хитай мунасивити нәччә он йилдин буянқи әң йирик мәзгилгә қәдәм қойди. Бу арида, японийиниң иқтисад министири, өзлириниң хитай тәрәпниң шәрқий җуңго деңизидики японийигә тәвә иқтисадий район әтрапида тәбиий газ қедириш ишлирини елип бериш мәсилисини хәлқара сотқа сунуши мумкинликини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң шәрқий җуңго деңизидики үч орунда тәбиий газ байлиқини қедириш программисини башлиши, японийиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған. Шуниң билән бир вақитта, японийә һөкүмитиниң өткән һәптә бир япон ширкитигә бу райондики нефит вә тәбий газни синақ йосунда ечиш һоқуқини бәргәнлики, японийә вә хитай мунасивитини техиму җиддийләштүргән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики японийигә қарши намайишлар көплигән шәһәрләргә таралди
- Хитай һөкүмити пуқралирини қанунсиз намайиш өткүзмәсликкә агаһландурди
- японийә, хитайниң еғир бихәтәрлик мәсилисигә айланғанлиқини билдүрди
- японийә, бейҗиңни хитайлардики япон өчмәнликини әйипләшкә чақирди
- японийә, ширкәтлириниң шәрқий деңиз саһилида нефит қидиришиға йол қоймақчи