Америка хитайдики әқлий мүлүк мәсилиси һәққидә 301 - номурлуқ алаһидә доклат елан қилди
2007.05.01
Дүшәнбә күни америка сода тәшкилати 2007 - йиллиқ әқлий мүлүк мәсилиси һәққидә, 301 - номурлуқ алаһидә доклат елан қилди.
Мәзкур доклатта хитайдики әқлий мүлүк мәсилиси алаһидә тәкитләнгән болуп, назарәт қилишқа тегишлик дөләтләр арисида, у әң алдинқи қатарға қоюлған. Көплигән мутәхәссисләр" америка сода тәшкилатиниң бу қетимқи алаһидә доклат елан қилиши хитай даирилиригә бәргән йәнә бир қетимлиқ агаһландуруш" дәп билдүрмәктә.
Америка сода тәшкилати елан қилған 301 - номурлуқ бу алаһидә доклатта көрситилишичә, һазир дуняда әқлий мүлүк һоқоқи мәсилисидә әң начар болуватқан дөләтләр хитай билән росийә икән. Болупму хитайда бу һәқтики делолар барғансери көпәйгән, қанунсиз көчүрүлгән вә дорап ишләнгән сахта маллар йилдин -йилға әвҗ елип, адәмни чүчүткидәк дәриҗигә йәткән.
Америка әқлий мүлүк һоқуқ саһәсидикиләрниң пәрәз қилишичә, хитайда сетилған әқлий мүлүк һоқуқиға игә дәп қаралған мәһсулатларниң%93 и сахта мәһсулат икән. Шундақла бултур америка чегрисида мусадир қилинған хитай мәһсулатлири 2006 - йилиға қариғанда %81 көпәйгән. Бундин илгири йәни 4 - айниң 10 - күни, америка һөкүмити дуня сода тәшкилатиға хитайдики әқлий мүлүк мәсилиси һәққидә рәсмий әрз сунған. Вашингтон сода тәтқиқат мәркизидики мутәхәссисләрниң билдүришичә, 301 - номурлуқ алаһидә доклатниң елан қилиниши хитай һөкүмитигә берилгән йәнә бир қетимлиқ қаттиқ агаһландуруш икән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай америкиниң тәнқидини инкар қилди
- Америка: хитай вәдисигә "уятсизларчә" хилаплиқ қилмақта
- Америка сода министири хитайниң америка мәһсулатлириниң патент һоқуқини қоғдашни тәләп қилди
- Америка, әқлий мүлүк һоқуқи вә тоқумичилиқ мәһсулатлирини екиспорт қилиш мәсилисидә бейҗиңни агаһландурди
- Америка- хитай сода мунасивитини қайта тәлтөкүс мөлчәрләш керәк
- Америка хитайдики қанунсиз көчүрүп тарқитиш мәсилисини қаттиқ тәнқид қилди
- Америка органлири һөкүмәттин хитайниң әқлий мүлүк һоқуқиға хилаплиқ қилмишлириға тәдбир қоллинишни тәләп қилди
- Америка сода министири дон иванс хитайда зиярәттә болди