Әр-аял нисбитидики тәңпуңсизлиқ, хитай рәһбәрлирини әндишләндүрмәктә
2007.08.25
Хитайда күнсири җиддийлишиватқан әр-аял нисбитидики тәңпуңсизлиқ, бейҗиң һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити кәлтүрүп чиқарған хәтәрлик ақивәтләрниң бири һесаблиниду.
Гәрчә, бу мәсилиниң җиддиликини сәзгән хитай һөкүмити, йеқинда, әр-аял нисбитидики тәңпуңсизлиқниң техиму җиддилишишиниң алдини елиш үчүн, бәзи тәдбирләр қоллунидиғанлиқини җакарлиған болсиму, бу мәсилә хитайда аллиқачан җиддий бир мәсилигә айланған.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, таллап бала елиш сәвәбидин, оғул балиларниң сани қизларға қариғанда тез көпийиватқан болуп, нөвәттә җяңсу өлкисиниң лиянюңгаң шәһиридә сәккиз оғул балиға 5 қиз тоғра келидикән.
Хәвәрләргә қариғанда, хитайниң пиланлиқ туғут сиясити түпәйли, бирла бала елиш пурситигә игә хитай аилиләр, бала оғул болса елип, қиз болса алмаслиқ йолини таллиған. Гәрчә хитай һөкүмити балиниң җинсйитини алдин енқлашни чәклигән болсиму, әмма нурғун ата-анилар дохтурларға пара бериш арқилиқ, балиниң җинсийитини алдин биливелип, әгәр қиз болса балини алдурувитишни давамлаштурмақта. Бу хитайда әр-аял нисбитидә тәңпуңсизлиқ кәлтүрүп чиқарған болуп, бу тәңпуңсизлиқ күнсири җиддий түс алмақта. Хәвәрләргә қариғанда бу әһвал хитай рәһбәрлириниму әндишиләндүрмәктә икән.
Хитай даирилириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә хитайда әрләрниң сани аялларниңдин 37 милйон көп икән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай пиланлиқ туғут комитети қопал шоарларни чәклиди
- Хитай һөкүмити һамилидар болған қиз оқуғучилар алий мәктәпләрдин чиқирилишини чәклиди
- Хунән пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучилардин 8 һәссә өрлитип җәриманә алмақчи
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди
- Хитайдики җинсий тәңпуңсизлиқ вә җәмийәт зораванлиқиниң мәнбәси