Тәйвән али сот мәһкимиси өктичиләрниң сайламни инавәтсиз қилиш әрзини рәт қилди


2005.06.17

Тәйвән али сот мәһкимиси җүмә күни һөкүм чиқирип, гоминдаң вә хәлқпәрвәрләр партийисиниң 2004 - йилдики тәйвән президент сайлимини инавәтсиз қилиш тоғрисидики әрзинамисини рәт қилди.

Али сот мәһкимиси, өктичиләрниң сайламни инавәтсиз қилиш тоғрисидики әрзи йитәрлик асасқа игә әмәс, дәп қариған. Тәйвән президент мәһкимиси , чен шүйбйән билән лүй шюлйәнниң сот мәһкимиси қарариға һөрмәт қилидиғанлиқини әскәртип, давагәрләр, алақидар тәрәпләр вә хәлқ аммисиниң әдлийә қарариға һөрмәт көрситишини үмид қилди.

Әмма сот мәһкимисиниң қарари гоминдаң партийиси билән хәлқпәрвәрләр партийисини мәмнун қилалмиған. Гоминдаң партийиси сот мәһкимисиниң қараридин әпсусланғанлиқини әскәртип, тәйвән һөкүмитини сот мәһкимисиниң тәкшүрүш елип беришиға һәмкарлашмиди, дәп әйиблигән.

Хәқлпәрвәрләр партийиси, сот мәһкимисиниң һөкүмити кишини қайил қилалмайду, деди. Һакимийәт үстидики демократийә тәрәққият партийиси, өктичиләрни сот мәһкимисиниң қарариға һөрмәт қилишқа чақирди.

2044 - Йили 20 - майдики тәйвән президент сайлиминиң һарпа күни, чен шүйбйән билән лүй шюлйән намәлум бир кишиниң қораллиқ һуҗумиға учрап яриланған. Бир күн кейинки сайламда гоминдаң билән хәлқпәрвәрләр партийиси мәғлуп болған. Әмма бу вәқә өктичиләрниң гуманини қозғап, мәркизи сайлам комитети вә али сотниң сайламни инавәтсиз қилишини тәләп қилған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.