Явропа иттипақи хитай експорт қилған аяқ кийимлиридин баҗ елишни қарар қилди
2006.10.06
явропа иттипақиниң әдлийә министирлири алдинқи күни люксенборгда,мәзкур иттипақниң кәлгүси 2 йилғичә хитай явропа иттипақиға експорт қилған аяқкийимләрдин 5.16 Пирсәнт баҗ алидиғанлиқини қарар қилди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бу қарар хитай аяқкийимлирини явропада төкмә қилип сетишқа қарши туруш вә явропа аяқкийим санаетини қоғдашни мәқсәд қилған. Шәнбә күнидин башлап иҗра қилинидиған мәзкур қарарда вейтнамдин експорт қилинидиған аяқкийимлиридинму баҗ елиш бәлгиләнди.
Хитай сода мибнистирлиқи шу күни явропа иттипақиниң қарарини " қанунға хилап", дәп әйиблигән. Хитай сода министирлиқиниң баянатчиси чуң чүән, хитайниң өч елиш характерлик тәдбир алидиғанлиқини агаһландурди. явропа иттипақиниң сода комисари мандилсон, бу йил 8 - айда хитай аяқкийимлиридин 5 йилғичә 5.16 Пирсәнт баҗ елишни оттуриға қойған. Лекин қарарда бу тәклип 2 йилға қисқартилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Корла нәшпүти америкиниң екиспорт өлчимидин өтти
- Корла нәшпүти америкиға икиспорт қилиншқа башлиди
- Хитайниң шәнту шәһиридә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар арисидики тоқунушта бир адәм өлди
- Хитай америкидин 80 данә бойиң айрупилани сетивелишқа келишти
- Хитай һөкүмитиниң ташқи перевот җуғланмиси дуня буйичә биринчи болғини бир нумус