Явропа иттипақи президенти хитайни сияси ислаһат елип беришқа чақирди
2005.07.15
явропа иттипақиниң президенти хусий мануил барросо җүмә күни, хитай даирилириға муқимлиқни қоғдаш шундақла иқтисади тәрәққиятниң изчиллиқини сақлаш үчүн сияси ислаһат елип беришкә тоғра келидиғанлиқини әскәртти.
Барросо җүмә күни хитай иҗтимаий пәнләр академийисидә сөзлигән нутуқида, демократийә хитайда 20 йилдин бери йолға қоюливатқан иқтисадни либираллаштуруш кәлтүрүп чиқарған керим пәрқидики игиз - пәсликни тәңшәйду, дәп көрсәтти. Барросониң тәкитлишичә, явропалиқлар " әгәр йитәрлик сияси ислаһат елип берилмиса, иқтисадниң өсүш сүрити тормузлиниш яки муқимсизлиқниң бузғунчилиқиға учраш мүмкинчилики мәвҗут," дәп қарайдикән.
Барросо, "хитайниң ички муқимлиқини узун мәзгилгичә сақлап туруш - туралмаслиқи, униң сияси ислаһат арқилиқ демократийә вә әркинликни қанчилик йолға қоюшиға бағлиқ," дәп көрсәтти.
Барросо хитайдики зиярити пәйшәнбә күни башланған. У пәйшәнбә күни хитай баш министири вен җябав, җүмә күни хитай дөләт рәиси ху җинтавлар билән сөһбәт өткүзди. Барросо, пәйшәнбә күни бейҗиңда хитай даирилирини б д т ниң пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқ әһдинамисини қобул қилишқа чақирған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақиниң рәиси хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә агаһландурди
- Америка, бейҗиңда кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң қолға елинғанлиқини әйиплиди
- явропа иттипақи билән хитай тоқулма мәһсулатлар мәсилисидә келишим һасил қилди
- явропа иттипақи хитай товарлириға чәклимә қоюш тәдбирини ақлиди
- явропа иттипақи хитай тоқумичилиқ маллири маҗрасиға ахирқи чәк қойди