Барросо: явропа иттипақи хитайни базар игиликидики дөләт, дәп етирап қилишқа тәйяр әмәс
2005.07.18
явропа иттипақи президенти хусей мануил барросониң дүшәнбә күни хоңкоңда тәкитлишичә, явропа иттипақи хитайни базар игиликидики дөләт, дәп етирап қилиш үчүн, техника җәһәттики нурғун тосалғуларни йеңишкә тоғра келидикән. У, мулазимәт саһәси, пул - муамилә вә банка, чәтәл ширкәтлирини чәткә қеқишни тохтитиш шундақла әқлий мүлк һоқуқини қоғдаш җәһәттики мәсилиләрни һәл қилиш интайин муһим, дәп көрсәтти. У, йәкшәнбә күни шаңхәйни зиярәт қилип, ениргийини исрап қилиш, патент һоқуқи вә хитайда районлар оттурисидики тәңпуңсизлиқлар хитай иқтисадиниң әң аҗиз һалқиси, дәп тәкитлигән.
Униң тәкитлишичә, явропа иттипақи кәлгүсидә дуч келидиған әң чоң риқабәт, иқтисади баш көтүрүватқан хитайға қандақ тақабил туруш икән. Барросониң хитайдики зиярити 14 - июлда башланған. У, 15 - июлда хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшүп, хитай даирилирини сияси ислаһат елип беришқа үндигән иди.
Барросониң әскәртишичә, хитайниң узун - муддәткичә муқимлиқни сақлап қелиш яки қалалмаслиқи, бейҗиң даирилириниң демократийә вә пуқралар һоқуқини қанчилик кеңәйтишигә бағлиқкән. (Әркин)