Америка әлчиси хитайни аммиви тәшкилатларни бастуруш билән әйиблиди


2005.12.06

Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси кларк рандт, сәйшәнбә күни бейҗиң даирилириниң хитайдики һөкүмәткә беқинмайдиған аммиви тәшкилатларға чәклимә қойғанлиқини әйибләп, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашқа чақирди.

Кларк рандт, хоңкоңда америкилиқ карханичиларға " биз интернет йолланмилириға қоюлған чәклимә вә һөкүмәткә беқинмайдиған аммиви тәшкилатларни бастуруш һәрикитидин биарам болуватимиз," дәп тәкитлигән.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни әмгәк вә сияси актиплар, тәрәпсиз диний гуруһларни бастуруш билән әйиблимәктә. Америка әмәлдарлири бейҗиң даирилириниң америка президент буш өткән айда хитайни зиярәт қилиштин бурун өктичиләрни нәзәрбәнд қилғанлиқидин нарази болған иди.

Әмма хитай һөкүмити өзини "пуқраларниң турмуш шараитини юқири көтүрүп, кишилик һоқуқни яхшилаватимиз," дәп ақлимақта. Кларк рандт, "кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш хитайда йәнила көп учрайдиған мәсилә," дәйду. Униң тәкитлишичә, хитайда қолға елиш, тутқун қилиш, мухбирларни түрмигә солаш, диндарлар вә илмий хадимлар һакимийәтни ағдуруш, дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш дегәндәк намлар билән җазаланмақта.

Рандт, бейҗиңниң муқимлиққа әһмийәт беридиғанлиқини чүшинимән, дәп тәкитлигән болсиму, әмма у, бейҗиң мәмликәт ичидики һөкүмәткә беқинмайдиған аммиви тәшкилатларни бастурупла қалмай, чәтәл тәшкилатлириғиму гуман билән қарайду, дәп әскәрткән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.