Хитай компартийисиниң сабиқ әмәлдарлири хитайниң мәтбуат контроллуқини әйиблиди
2006.02.15
Хитай компартийисиниң бир қисим юқири дәриҗилик сабиқ әмәлдарлири вә зиялилар йеқинда бирләшмә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң мәтбуат әркинликигә болған контроллуқини әйиблиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, бу бирләшмә баянатни пенсийигә чиққан 13 нәпәр пешқәдәм компартийә әзалири йезип чиққан болуп, буларниң арисида мав зедоңниң сабиқ катипи ли рүй, хитай компартийисиниң сабиқ тәшвиқат министири җу зеху вә шинхуа агентлиқиниң сабиқ башлиқи ли пу қатарлиқлар бар икән.
Уларниң бу баянати чаршәнбә күни мәтбуатқа ашкариланған болуп, улар баянатта хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллуқини әйибләш билән биргә, ху җинтав һөкүмитини асасий қанунға хилап һалда қанунсиз елип бериватқан хәлқниң сөз әркинликни бундақ боғуш һәрикитини дәрһал тохтитишқа чақирған.
Мәзкур баянатта, " хитай компартийисиниң тәшвиқат министирлиқи 'тәшвиқат' сөзини 'контрол қилиш' мәнисигә ишлитивалди" дәп йезилған. Униңда йәнә, хитай һөкүмитиниң хәлқниң көз қаришини контрол қилиш мәқстидә, пуқраларниң сөз әркинликини боғуш, қара тизимликкә елиш вә мәхпий тәкшүрүш елип беришқа охшаш асасий қанунға хилап һәрикәтләрни қилғанлиқи әйибләнгән һәмдә "бу һәрикәтләр, қанун даирисидин тамамән һалқиған, қопал вә бимәнә һәрикәтләрдур" дәп көрситилгән.
Бу баянат асаслиқи, яшлар гезитиниң " биңдйән" дәп аталған һәптилик саниниң өткән айда хитай һөкүмити тәрипидин тақиветилгәнликигә нарази болуп чиқирилған. Хитайдики оқурмәнләрниң чоң алқишиға еришкән бу гезит, җәмийәттики мәсилиләрни җүрәтлик билән паш қилғанлиқи билән даң чиқарған иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати баш муһәррирни урған сақчиларниң җавапкарлиқини сүрүштүрүшкә чақирди
- Хитай яшлар гезитиниң мәхсус сани тохтиветилди
- Хитай өткән йили 79 хил гезитни чәклигән
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: мухбирларни әң көп чәклигән дөләт - хитай
- "Йеңи бейҗиң гезити" ниң баш тәһрири вәзиписидин елип ташланди