Токйо шәһәрлик һөкүмәтниң фалоң гоң җәмийити тоғрисидики қарари тәнқид қилинди


2004.08.30

японийә ниң пайтәхти токйо шәһәрлик һөкүмитиниң хитай һөкүмитиниң наразилиғиға қаримай , -27 авғуст күни японийидики фалоң гоң җәмийитини , аммиға хизмәт қилидиған тәшкилат дәп итрап қилип , бу җәмийәткә японийидә әркин - азадә паалийәт елип бериш һуқуқи бәргәнлики хитай һөкүмитини қаттиқ ғәзәпләндүрди .

японийә дики хитай баш әлчилики тәрипидин илан қилинған баянатта , хитай һөкүмити токйо шәһәрлик һөкүмәт даирилириниң бу қарариға қаттқ наразилиқини билдүридо, дийилгән .

Хәвәрләргә қариғанда , японийидики фалоң гоң җәмийити , фалоң гоң тәшкилатиниң японийә шүбисидин ибарәт бир тәшкилат болуп , улар фалоң гоң тәриқитиниң қурғучиси ли хоң җиниң тәлимати бойичә иш елип бирип , һәр җәһәттә униң бойруқлриға мутләқ бой сунидикән.(Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.