Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай һөкүмитиниң фалүнгуң муритлирини қолға алғанлиқини әйиплиди


2004.12.30

Хәлқарадики ахбарат әркинликини қоғдайдиған чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң йеқинда 11 нәпәр фалүнгуң муритини қолға алғанлиқини қаттиқ әйиплиди.

Мәзкур тәшкилатниң билдүрүшичә, қолға елинған фалүнгуң муритлири хитай даирилириниң түрмиләрдә фалүнгуң муритлирини қийин- қистаққа алған сүрәтләрни интернеттә тарқатқанлиқи үчүн, бу йил 12 - айда тутуп кетилгән. Буниң ичидә мяв йүәнхуа исимлик бир фалүнгуң мурити өзиниң төт йил түрмидә йетиш җәрянида учриған қийин- қистақлирини қайта гәвдиләндүридиған сүрәтләрни тор бетидә тарқатқан.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчиси җулийән пән баянатида, "биз хитай һөкүмитиниң түрмидә тартқан азап - оқубәтлирини интернет тор бети арқилиқ аммиға ашкарилиған бу кишиләрни қолға алғанлиқини қаттиқ тәнқид қилимиз. Бу хитай һөкүмитиниң сөз әркинликини дәпсәндә қиливатқанлиқиниң әң йеңи ипадиси" диди.

Әмма хитай һөкүмити чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бу тәнқидини рәт қилған. Хитай һөкүмити 1999 - йили фалүнгуң тәриқатини хурапатчилиқ дәп елан қилип, уни чәклигән. Шундин кийин хитай даирилири нәччә миңлиған фалүнгуң муритлирини қолға елип тутқун қилған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.