Аргинтинада фалуңгуңчилар һуҗумға учриди
2005.12.23
Хоңкоңдики фалуңгуң тәшкилатиниң билдүрүшичә, йеқинда аргинтинаниң пайтәхти байнис айриста хитай коммонист партийиси сиясий бюросиниң әзаси ло гәнниң зияритигә қарши наразилиқ намайиши өткүзгән фалуңгуң муритлири хитай әлчиханиси ялливалған кишиләрниң һуҗумиға учриған.
Хоңкоңдики фалуңгуң тәшкилати тәрипидин 23 - декабир күни елан қилинған бир баянатта ейтилишичә, аргинтинаниң пайтәхти бйнис айристики фалуңгуң муритлири 14 -декабир күни логәнниң аргинтина зияритигә қарши аргентина парламинти алдида наразилиқ намайиши өткүзиватқан мәзгилдә, 10 ға йеқин хитай яшлири намайишчиларға һуҗум қилған һәмдә намайишчиларни уруп, уларниң лозункилирини йертип ташлиған.
Фалуңгуң тәшкилатиниң ейтишичә, намайишчиларға һуҗум қилғучилар аргинтинадики хитай баш әлчиханиси тәрипидин ялланған кишиләр икән. Хоңкоңдики фалуңгуң тәриқитиниң баянатчиси кән хуңчүңниң билдүрүшичә, вәқә җәрянида бирнәччилигән намайишчилар яридар болған.
Фалуңгуң тәриқитиниң паалийити хитайда чәкләнгән болсиму, әмма хоңкоңда қанунлуқ бир тәриқәт сүпитидә паалийитини давамлаштурмақта. Фалуңгуң тәриқитиниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң мәзкур тәриқәтни бастуруш һәрикити нәтиҗисидә , һазирғичә 2800 нәпәр тәриқәт мурити өлгән. Лекин хитай һөкүмити фалуңгуң тәриқитиниң әйибләшлирини рәт қилмақта. (Қанат)