Хитай фалунгоңчиларниң ички әзалирини сетиш һәққидики әйибләшләрни рәт қилди
2006.04.12
Хитай һөкүмити фалунгоң әзалириниң ички әзалирини сетиш һәққидики әйибләшләрни күчлүк рәт қилди. Хитайниң лявниң өлкилик сәһийә идариси әмәлдари бу һәқтики баянларниң пүтүнләй ойдурма икәнликини билдүрди.
Фалунгоң тәшкилатлири йеқинда баянат елан қилип, нәччә миң фалунгоң әзалириниң лявниң өлкисидики бир дохтурханиға соланғанлиқини, бу дохтурханиниң фалунгоңчилар үчүн бир "йиғивелиш лагири" болуп қалғанлиқини билдүргән. Шундақла бу дохтурханиларниң бу фалунгоңчиларниң ички әзалирини сетиш ишлири билән шоғулланғанлиқини ейтқан иди.
Лявниң өлкисиниң шеняң шәһәрлик дохтурхана хадими буниңға рәддийә берип, бу районда адәмләрниң ички әзалирини йөткәш опиратсийиси йоқ болупла қалмай, һәтта бу хил опиратсийисини қилидиған әслиһәләрниңму йоқлиқини билдүргән. Хитайниң шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, чәтәлләрдики фалонгоңчиларниң 3-айдин башлап бу хил сөз-чөчәкләрни тарқитип келиватқанлиқини, шундақла буниң әмәлийәткә қәтий уйғун кәлмәйдиғанлиқини көрсәткән.
Фалунгоңчиларниң хитайға қаратқан бу һәқтики әйибләшлиридә, бу йәрдики дохтурханиға соланған 6 миңға йеқин фалунгоңчиларниң хитай һөкүмитиниң тәҗрибә обиктиға айланғанлиқи һәмдә ички әзалирини ишлитип болған фалунгоң әзалириниң җәситини көйдүрүп йоқ қилғанлиқини әскәртилгән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қийин-қистақ ишлириға қарши бөлүминиң башлиқи нояк әпәнди, уларниң һазир бу һәқтә тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Лондон шәһәр башлиқиниң бейҗиңда қилған сөзлири тәнқидкә учриди
- Америка дөләт мәҗлис әзалири яң җйәнлини қоюп беришкә чақиридиған қарар мақуллиди
- Хитайниң интернетни тосуш үчүн қурған “алтун қалқан қурулуши” ниң маһийити
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бушни хитайға кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишлитишкә чақирди
- Хитайдики бир дохтурханида йүз бәргән партлашта 27 киши өлди