Фошәндики сақчилар билән деһқанлар оттурисидики тоқунушта 50 нәччә киши яриланди
2006.04.10
6- Април күни гуаңдуңдики 2000 дин ошуқ деһқан сақчиларниң деһқанлар рәһбәрлирини қолға алғанлиқиға наразилиқ билдүрүп йиғилиш өткүзди. Нәтиҗидә йиғилиштики деһқанлар билән сақчилар тоқунушуп қелип, аз дегәндә 50 нәпәр деһқан яриланған.
Әркин асия радиоси мухбириниң игилигән учуриға қариғанда, вәқә йүз бәргән гуаңдуңниң фошән районлуқ сақчи идариси бу намайишчиларға тақабил туруш үчүн 2000 ға йеқин сақчини нәқ мәйданға әвәткән. Сақчилар тоқунуштин кейин йәнә 10 ға йеқин кишини қолға алған.
Исмини ашкарилашни халимиған бир деһқанниң радиомизға билдүрүшичә, һазир бу йезиға нурғун пуқрачә кийингән сақчилар орунлаштурулған болуп, бу йәрниң вәзийити интайин җиддий икән. Лекин деһқанлар әмди қорқуп қалмайдиғанлиқини, йәнә давамлиқ намайишқа чиқишни пиланлаватқанлиқини билдүргән.
Йеза аһалилириниң бу наразилиқи йезилиқ һөкүмәтниң бу йәрдики 2000 модин ошуқ йәрни йеңи пән-техника шәһәрчиси қилип ечиш пилани сәвәбидин келип чиққан. Чүнки бундақ болғанда териқчилиқ билән тирикчилик қилидиған бу йеза аһалилириға 5/1 қисимдинму аз йәр қалидикән.
Униң үстигә деһқанлар йәнә, уларниң йәрлири үчүн берилгән төләм пуллириғиму рази болмиған. Һөкүмәт һәр бир мо йәр үчүн 65 миң йүән пул бәргән болуп, бу дөләтниң төләм бериш өлчимидинму төвән икән. Шу сәвәбтин деһқанлар бу йил 3-айда 6 нәпәр вәкилини икки йиғин мәзгилидә әрзнамилирини сунуш үчүн бейҗиңға әвәткән. Лекин уларниң үчи сақчилар тәрипидин қолға елинған.