Франсийә призиденти хитай рәһбәрлиригә сияси мәһбуслар мәсилисидики әндишисини йәткүзди


2004.10.10

Франсийә призиденти җак ширак, хитай даирилиригә явропа иттипақи диққәт қиливатқан хитай түрмилиридики сияси мәһбуслар тизимликини тапшурди. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң бейҗиңдики франсийә әлчиханиси баянатчисиниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, тизимликни явропа иттипақи һазирлиған болуп, явропа иттипақиға әза дөләтләр рәһбәрлири һәр қетим хитайни зиярәт қилғанда бейҗиң даирилиригә түрмидики сияси мәһбуслар тизимликини тапшуриду. Франсийә ахбарат агентлиқи, ширакниң тизимликидә хитай даирилири сияси сәвәпләрдин түрмигә ташлиған 10 кишиниң барлиқини билдүрди. Бирақ тизимликтики 10 кишиниң исим - шәрипи мәхпий тутулған. Бәзи көзәткүчиләр, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң тизимликтики алдинқи қатардики шәхс болуш еиһтималлиқини илгири сүрмәктә.

Рабийә қадир йеқинда норвигийә рафто җәмийитиниң кишилик һоқуқ мукапатиға еришкән.Амма у һазирғичә түрмидә ятмақта. Хитай һөкүмити чәтәл һөкүмәтлириниң хитай кишилик һоқуқ мәсилисигә арлишишиға қарши туруп кәлди . Ширак йәкшәнбә күни хитай баш министири вен җябав, хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго билән көрүшкән. У шәнбә күни ху җиңтав билән сөһбәт өткүзүп, тәйван боғузиниң һазирқи һалитини өзгәртиш йолидики һәр қандақ урунушқа қарши туридиғанлиқини билдүргән. Франсийә призиденти хитайдики зиярити җәриянида сияси мәһбуслар мәсилисини оттуриға қойғандин сирт, униң асаслиқ күнтәртипи иқтисади җәһәттики һәмкарлиқ мәсилисигә мәркәзләшти франсийә билән хитай йәкшәнбә күнгичә һәҗими 4 милярд долларлиқ иқтисади һәмкарлиқ тохтими имзалиди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.