Франсийә презденти ширак шаңхәйгә йетип барди
2004.10.11
Хитайда зиярәттә боливатқан франсийә презденти җәкс ширак (Jachques Chirach) дүшәнбә күни шаңхәйгә йетип келип, икки дөләтниң иқтисадий вә сиясий мунасивитини техиму яхшилаш мәқситидә паалийәтлирини давамлаштурди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, франсийә презденти ширак рәпиқиси, ташқи ишлар министири вә франсийә тиҗарәтчилириниң һәмраһлиқида шаңхәйдики хитай-франсийә һәмкарлиқ тәтқиқат орниға ул қоюш мурасимиға қатнашти.
У зиярити давамида йәнә, тоңҗи университетида нутуқ сөзлиди һәм хитайниң сабиқ рәиси җияң земин билән көрүшти.
Ширак бу қетимлиқ сәпиридә 250 кишилик вәкилләр өмики билән хитайға кәлгән болуп, хитайдики зиярити давамида һазирғичә хитай ширкәтлири билән 1 милярд америка доллирилиқ сода келишими түзүп болди.
Ширак йәнә хитай һөкүмитигә, явропа бирлики әндишә қиливатқан түрмидики сиясий җинайәтчиләрниң тизимликини сунди. У сәйшәнбә күни шаңхәйдики зияритини ахирлаштуруп, хоңкоңға бармақчи.(Пәридә)