Ангела маркел хитай - германийә мунасивитини тәңшәш мәсилисигә дуч келиши мумкин
2006.05.19
Алдимиздики һәптә ичидә хитайни зиярәт қилидиған германийә баш министири ангела маркел, иран ядро пилани, хитай - германийә иқтисади - сода мунасивити вә хитай даирилири аңлашни халимайдиған кишилик һоқуқ мәсилилиридә икки дөләт мунасивитини қандақ тәңшәш мәсилисигә дуч келиши мүмкин.
Маркел алдимиздики йәкшәнбә күни башлинидиған вә икки күн давамлишидиған хитай зияритидә бейҗиң вә шаңхәйләрни зиярәт қилиду. Бу маркелниң буниңдин 6 ай илгири герхард шөридөрдин германийә баш министирлиқини өткүзүвалғандин бери хитайни биринчи қетим зиярәт қилишидур. У, зиярәт җәрянида хитай баш министири вен җябав вә дөләт рәиси ху җинтавлар билән сөһбәт елип бариду.
Ангела маркел илгири хитайға йүргүзүлгән имбарго мәсилисидә герхард шөрүдүрниң имбаргони бикар қилиш пиланиға қарши турған вә кишилик һоқуқи, демократийә мәсилисидә бейҗиң билән сөһбәт елип баридиғанлиқини җакарлиған.
Иран ядро мәсилиси улар оттурисида музакирә қилинидиған муһим тема болуп қелиши мумкин. Германийә теһран һөкүмитиниң ядро қоралларға еришиш яки ясаш иқтидариға игә болушини тоғра тапмиған дөләтләрниң бири. Лекин хитай хәвпсизлик кеңишиниң иранға имбарго қоюш тоғрисида қарар чиқиришини рәт қилип кәлди.
Хитай билән германийиниң 2005 - йилдики сода соммиси 63 милярд доллар болуп, германийә хитайниң явропа иттипақдики әң чоң сода шерики. Анализчиларниң әскәртишичә, германийә " шрөдүр дәвридә хитайни тәнқид қилиш яки униң бесим ишлитишдин өзини қачурғачқа хитай билән яхши мунасивитини сақлап кәлгән " . Ангела маркел һөкүмәтни өткүзүвалғандин кейин америка билән болған мунасивитигә техиму көп әһмийәт беришкә башлиди. Лекин бәзи көзәткүчиләр, маркел хитай - германийә иқтисади - сода мунасивитиниң тәрәққиятиға қарап сиясәт тутидиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)