Хитайда зиялийлар арисида тарқалған юқумлуқ гоморо кесили


2006.04.14

Гоморо юмумлуқ кесилиниң тилға елиниши

Йеқиндин буян қайтидин нами атиливатқан гоморо әпәнди хитайда мавзедоң билән замандаш өткән әдип. Мавзедоң уни гәрчә 'талантлиқ лүкчәк' дәп яман көрсиму, әмма йәнила уни җуңго пәнләр академийисиниң башлиқи қилған. 'Мәдәнийәт инқилаби'диму, мавзедоң 'гоморони қоғдап өткәлдин өткүзүш сиясити' ни қолланғандин кейин, гоморо әпәнди дәрһал мавзедоңға хошамәт қилип әдибият -сәнәт вә пән - илимини сиясий үчүн хизмәт қилдурушта өлгә болған иди. 2005 ‏- Йили 10 ‏- айда 'җуңго яшлири сиясий иниститоти'ниң профессори ваң дуңчең әпәнди китабчилиқ һәққидә нутуқ сөзлигәндә, хитайда бурундин тартип давамлишп келиватқан бундақ һадисини 'гоморочә һадисә' дәп атап тәнқид қилди. Әмди йеқинда 'көзитиш журнили'да елан қилиниватқан обзорларда, хитайда тиз өзгирип туридиған һәр қандақ сиясий вәзийәткә дәрһал маслишип, әдәбият -сәнәтни, пән -илимни вә башқа һәммә саһәни сиясий үчүн хизмәт қилдуридиған бундақ гоморочә һадисиләр 'юқумлуқ гоморо кесили' дәп тәнқид қилиншқа башлиди.

Нимә үчүн “гоморо юқумлуқ кесили” дигән аталғу килип чиққан?

'Көзитиш журнили'да елан қилинған 'хитайда зиялийлар арисида тарқалған юқумлуқ гоморо кесили' дегән обзорда баян қилинишичә, хитайда тиз өзгирип туридиған һәр қандақ сиясий вәзийәткә дәрһал наһайити маслишип, әдәбият сәнәт, пән -илмий вә башқа һәммә саһәни сиясий үчүн хизмәт қилдуридиған бундақ 'гоморочә һадисә' зиялийлар арисида тарқилип келиватқан бирхил интайин рәзил юқумлуқ кесәл. Бу мақалиниң аптори яв җйәнфу әпәндиниң гоморо язған әдәбий әсәр вә яки башқа шәкилдики мақалиләрни мисал кәлтүрүп тәһлил қилишичә, 1976 ‏- йили 20 ‏- күни гоморо әпәнди "пүтүн аләмни зил-зилигә кәлтүрди мәдәнийәт инқилаби. Синипи көрәшни тутқа қилғачқа биз , йоқалди лю билән лин. 10 Йиллиқ баһар шамилида гүл -чечәккә пүркәнди пүтүн йәр - земин. Дең шавпиң тәтүр буриғаниди пәләкниң чарқини, бит -чит болди әмди униң һелиси вә қәсти. Мавҗуши мана бизгә қол пулаңлатти, тохтимай һәммимиз алға басили' дәп кона услопта нәзмә йезиш елан қилған иди. Гоморо әпәнди 1976 ‏- йили 6 ‏- айниң 5 ‏- күни йәнә "мавҗушиниң садиқ рәпиқиси, сөйүмлик йолдаш җяңчиң, сиз бизниң үгиниш үлгимиз, сиз һәммидә ғалип мавзедоң идийисини җанлиқ өгинип, җанлиқ ишлитишниң нәмуниси, мәдәнийәт сепидә зәпәр қучуп алға илгириләшниң авангарти, җуңго сәһнилиридә ишчи, деһқан, әскәрниң қәһриман образини тиклигән байрақдаримиз" дәп сөзлиди. Әмма 1976 ‏- йили 9 ‏- айниң 9 ‏- күни мавзедоң өлүп 'төт кишилик гуроһ' тутулған һаман, гоморо әпәнди буниңға мәдһийә оқуп 'төт қисқуч пақиниң үчи әркәк, бири чиши, һарақ ечишниң әң яхши казоскиси' деди. У йәнә хитайчә әдәбият шәкиллириниң бири болған 'сучилар нәзмиси' шәклидә әсәр йезип "төт кишилик гуроһ тутулди, пүтүн хәлқниң гүл- қәқәлири ечилди. Сиясий лүкчәк, сахтипәз әдип, ит башлиқ қумандан, ақ сөңәктин түрәлгән аял шәйтан һәммси йоқалди. яшисун дана даһи хуа җуши"дәп язди. Апторниң баян қилишичә, гоморо әпәндиниң вәзийәткә қарап, адәмгә қарап өзгирип туридиған бундақ рәңвазлиқлири наһайити көп, уни мисалға елип түгәткили болмайду. Бир йилда талай қетим өзгирип туридиған, сиясий вәзийәт немини тәләп қилса шуни дәрһал биҗа кәлтүридиған, һәр қандақ йеңи хоҗайин пәйда болса униңға дәрһал маслишиш, хушамәт қилишни өзиниң җан беқиш пәлисәписи қилған бундақ рәзил һадисә, әмәлийәттә хитайда зиялийлар арисида кәң тарқалған 'юқумлуқ кесәл' иди.

Хитай зиялилири “гоморо юқумлуқ кесили” дин һәзәр әйләш керәк

Гоморо һадисини тәнқид қилишни дәсләптә оттуриға қойған 'җуңго яшлири сиясий иниститоти'ниң профессори ваң дуңчең әпәндиму, 'хитайда зиялийлар арисида тарқалған юқумлуқ гоморо кесили' дегән обзорниң аптори яв җйәнфу әпәндиму, буларниң һәммиси 'юқумлуқ гоморо кесили'дин һәрәз әйләшни тәкитләйду. Уларниң ейтишичә, сиясий вәзийәт қандақ өзгәрсә, гоморо кесили юққан зиялийлар дәрһал шуниңға қарап тиз өзгирип шиер, нәзмә, һекайә яки обзор, беғишлима вә яки башқа һәрхил шәклидә әдәбий әсәрләрни йезип чиқип, йеңи вәзийәткә маслишиду, йеңи хоҗайинниң дегән гепини мутләқ һәқиқәт дәп шәрһиләп чиқиду. Бундақ 'юқумлуқ гоморо кесили' бар зиялийларда адәттә адәмләрдә болидиған әдәп-әхлақ, кишилик ғурур, иптихар, номус вә яки инсан тәбиитигә мәнсуп бирәр нәрсә болмайду. Хитайда кичик әмәлдарлар чоң әмәлдарларға ялақчилиқ қилса, зиялийлар пүтүн әмәлдарларға хошамәт қилиду вә һәр қандақ чирикликкә дәрһал қошулуп китиду.

“гоморо юқумлуқ кесили” әдәбият-сәнәт саһәсигила чәкләнмәйду

'Хитайда зиялийлар арисида тарқалған юқумлуқ гоморо кесили' дегән обзорда баян қилинишичә, 'юқумлуқ гоморо кесили' мәдәнийәт инқилабида болғанла әмәс, һазирму бар. 'юқумлуқ гоморо кесили' әдәбият-сәнәт саһәсигила әмәс, бәлки сиясий, иқтисадий, нәзәрийә, тәтқиқат, пән - илим саһәлириниң һәммисигә юққан. 'юқумлуқ гоморо кесили'ниң типик аламәтлири хитайда сәнменша су амбирини лайиһәлигән вақиттин тартип таки сәнша боғизи дегән әң чоң қурулушни лайиһәләшкичә болған узун йиллиқ тәрәққият әмәлийәтлиридә, зиялийларниң 'илмий җәһәттин' испатлап язған доклатлирида, оттуриға қоюлған тәклип, тәдбир вә шуарлирида яки чиқарған бәлгилимилиридә, һәммисидә учрайду. Қисқиси, деһқанларниң һазирқи әсиримизгә қәдәр намратлиқта қелишиниму, бир һесабта дәл 'юқумлуқ гоморо кесили' бар сахтипәз зиялийларниң йеза игиликини заманивийлаштурушни 80 ‏- йилларғичә пүтүнләй әмәлгә ашурғили болиду , дәп имза қоюп язған испатлаш доклатлири, һөкүмәткә хушамәт қилип сунған мәдһийилири, беғишлимилири кәлтүрүп чиқарди десиму болиду. Бу кишиләр һазир өзлири хиҗил болуши керәк. Хитайдики пүтүн зиялийлар, ‏-‏-‏- дәп баянини давамлаштуриду 'зиялийлар арисида тарқалған юқумлуқ гоморо кесили' дегән обзорниң аптори, ‏-‏-‏- гомородәк сахтипәзлик-һәйярлиқ қилиштин һәзәр әйләп, кәлгүси әвладлар алдида йүзи қизирип қалидиған, тили тутулидиған нәрсини язмаслиқи, һәр ишта расчил болуп, өзиниң иззәт - абруйини, әхлақ вә номусини сақлиши лазим. (Түгиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.