Хитай һөкүмити Google ингилиз тили хәвәр тор бетини пичәтлиди
2004.12.01
Баш шитаби париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай һөкүмитиниң даңлиқ издәш тор бети болған Google ниң ингилиз тилидики хәвәр торини пичәтлигәнликини қаттиқ әйиплиди. Шуниң билән бир вақитта, америкидики даңлиқ ширкитиниң хитай һөкүмити билән бирлишип, хитай тилида чиқидиған хәвәр торидики сәзгүр мәзмунларни сүзүп чиқиривәткәнликигә наразилиқ билдүрди.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң сәйшәнбә күни көрситишичә, Google ширкити хитайда, хитай тилидики хәвәр торини ечиш үчүн, бейҗиң һөкүмити билән һәмкарлишип, һөкүмәт даирилири халимайдиған хәвәр вә тор бәтлирини сүзивәткән. Нәтиҗидә америка авази радиосиниң тор бети вә фалүнгуңни қоллайдиған " улуғ ира" гезитиниң тор бәтлиригә охшайдиған нурғун тор бәтләр хитайдики да ечилмайдиған болған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати Google ширкитини бу хил қилмишини дәрһал түзитип, ахбарат әркинликини һимайә қилишқа чақирди.
Google Ширкитиниң хәвәр тори дуняда кишиләр әң көп көридиған тор бәтлириниң бири. Google Ниң ингилиз тилидики тор бетидә дунядики төт миңдин артуқ хәвәр мәнбәлириниң хәвирини көргили болиду. Ройтирис агентлиқиниң билдүришичә, уларниң мухбири сәйшәнбә күни хитайда туруп мәзкур тор бәткә чиқалмиған. (Арзу)