Гуаңши яңшу наһийисидики амма һөкүмәт вә сақчилар билән тоқунушти


2007.10.02

Америка авази радиосиниң -2 өктәбир хәвиригә асасланғанда, -1 өктәбир гуаңшиниң яңшу наһийисидики амма һөкүмәткә қарши кәң көләмлик наразилиқ һәрикити елип барғинида һөкүмәт сақчилириниң қаттиқ бастурушиға учриған.

Амминиң наразилиқиға һөкүмәт даирилириниң йүлуң дәряси саяһәт мулазимитини тохтатқанлиқи сәвәб болған болуп, нәччә онлиған амма дүшәнбә күни юлуң дәрясиниң пирестанида наразилиқ билдүргәндә, һөкүмәт сақчилири уларни тарқилишқа буйруқ қилған . Нәтиҗидә икки тәрәп оттурисида тоқунуш йүз бәргән . Сақчилар һәтта аммиға қаритип оқ чиқарған һәмдә наразилиқ билдүргән бәзи кишиләрни тутуп кәткән.

Арқидин миңға йеқин киши йәрлик сақчихана алдида намайиш өткүзүп тутувалғанларни қоюп беришни тәләп қилған болсиму , әмма рәт қилишқа учриған.

Һөкүмәт юлуң дәряси саяһәтчиликини бирликкә кәлтүрүп башқуруш мәқситидә саяһәтчиләр үчүн шәхси мулазимәт қиливатқан қейиқчиларниң өз алдиға тиҗарәт қилишини тосиған вә бу хил дәряда қейиқ арқилиқ саяһәт қилиш түрини бир саяһәт ширкитигә көтүригә бәргән. юлуң дәрясида саяһәт мулазимити қиливатқан аммини бирликкә кәлтүрүп башқуридиғанлиқини вә ортақ мааш беридиғанлиқини билдүрүп қейиқчиларниң тиҗаритини тохтатқан.

Амма мәнпәәт җәһәттә баравәрсизликкә учриғанлиқидин нарази болуп иш ташлиған һәм буниң билән йүлуң дәряси саяһәтчиликиму илгирики аватлиқини йоқатқан . Қейиқчиларниң пиристаниму һөкүмәт тәрипидин бузивитилгән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.